Ву баңго, йеңи зеландийә парламентида тибәт паалийәтчисиниң қаршилиқ һәрикитигә дүч кәлди
2005.05.26
Хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң һәйәт әзаси ву баңго пәйшәнбә күни йеңи зеландийә парламентини зиярәт қилғанда, парламент бинаси сиртида тибәт мустәқиллиқини қоллиғучи парламент әзасиниң қаршилиқ намайишиға дүч кәлди.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, тибәтниң мустәқиллиқини қоллайдиған, йешил партийидин сайланған парламент әзаси доналд ву баңго өтидиған йолда тибәтниң байриқини көтүрүп, қаршилиқ билдүргән. Ву баңго униңға йолуқмаслиқ үчүн, парламент бинасиниң ян ишикидин киришкә мәҗбур болған.
Буниңдин сирт, йеңи зеландийә һөкүмити тибәт байриқиниң хитай әмәлдарлириниң зитиға тигишидин сақлиниш үчүн, ву баңгони қарши елиш мурасимини бикар қилған.
Йеңи зеландийә парламент әзаси доналд, өзиниң бундақ намайиш өткүзүш арқилиқ хитай һөкүмитигә йеңи зеландийиниң сақчи дөлити болмастин, демократик бир дөләт икәнликини, парламентниң хәлққә тәвә икәнликини, хәлқ демократийигә тәлпүнгәнлики үчүн етип өлтүрилидиған тйәнәнмин мәйдани әмәсликини чүшәндүрүп қоюшни халайдиғанлиқини билдүргән. (Арзу)