Хитайлар америка кеңәш палатасиниң тәлипини рәт қилди


2004.12.10

Хитай ташқи ишлар министирлиқи, америка кәңәш палатасиниң тибәт раһиби тәнзин ринпочини қоюп бериш тоғрисидики чақириқини рәт қилди.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җаң чийө, җүмә күни өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, хитай әдлийә органлириниң тибәт раһибини өлүм җазасиға һөкүм қилғанлиқини ақлап, тәнзин ренпочиниң партлитиш елип бериш вә дөләтни парчилаш җинайити садир қилғанлиқини илгири сүрди. Җаң чийө, америка кеңәш палатасиниң чақириқини җинайәтчиләрниң думбиқини челиш, дәп әйиблигән.

Хитай һөкүмити 2002 - йили 12 - айда тибәт раһиби тәнзин ренпочи билән лосаң дондупларни террорчилиқ қилиш җинайәт билән әйибләп, өлүм җазасиға һөкүм қилған . Лосаң дондупни 2003 - йили 1 - айда етип ташлиған. Тәнзин ренпочиниң өлүм җазасини икки йил кечиктүрүп иҗра қилишни буйруған иди.

Америка кеңәш палатаси чаршәнбә күни қарар мақуллап, тәнзин ренпочини қоюп беришни тәләп қилған. Кеңәш палата әазси сам бронбек, "һазир хитай һөкүмитиниң хитайниң тибәттики ишғалийитигә болған қаршилиқини тинч йоллар билән ипадиләватқан гунаһсиз тибәтләрни җазалашни тохтитидиған вақти кәлди" дәп тәкитлигән.

Хитай һөкүмити тибәтни 1950 - йили ишғал қиливалған .Һазир һиндистанда сүргүндики тибәт роһани даһиси далай лама, тибәт һөкүмити билән биргә 1959 - йили һиндистанға қечип чиққан. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.