Хитай далай ламани "диний тоқунушқа қутратқулуқ қилди" дәп әйиблиди

Хитай һөкүмити чаршәнбә күни тибәтләрниң сүргүндики диний даһиси далай ламани тибәт аптоном районидики "диний тоқунушқа қутратқулуқ қилди" дәп әйиблиди.

Шинхуа агентлиқи бу һәқтики хәвиридә, 3‏-айда ласадики бир будханиниң ичидики будларни бузуп-чеқиш вәқәсиниң далай ламаниң қутратқулуқи билән йүз бәргәнликини билдүргән. Ласа шәһәр башлиқи норбу дунҗоб мәзкур агентлиққа " бу вәқә далай ламаниң күшкүртиши билән йүз бәргән. Униң мәқсиди тибәт буддизимидики охшимиған мәзһәпләр арисида тоқунуш пәйда қилиш" дегән.

Хитайниң тибәт аптоном районидики партком секритари җаң чиңли, " далай ламаниң бу һәрикити, диний етиқадчиларниң әркинликигә дәхли-тәрүз қилғанлиқ" дәп көрсәтти.

Мәзкур будханиға орунлаштурулған буд тибәт буддизиминиң башқа бир мәзһипи чоқунидиған буд болуп, буни далай лама тибәт буддизимидики бир айримичи күч дәп әйибләйдикән. Әмма хитайниң далай лама тоғрисидики бу әйибләшлиригә қарита, далай ламаниң дарамсаладики һөкүмити техи инкас қайтурмиди. (Пәридә)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org