Далай лама олимпик мунасивити билән хитайни әйиблиди
2008.03.10
Тибәтләрниң роһаний даһийси далай лама 10 - март дүшәнбә күни хитай һөкүмитиниң тибәт районида йүргүзүватқан кишилик һоқоқ дәпсәндичиликлирини қаттиқ әйиблиди вә бу районларда елип бериливатқан дәпсәндичиликләрни "адәм әқлигә сиғмайдиған дәриҗидә еғирлашти" деди.
У франсийә агентлиқиға нәқил елинишичә у" кишилик һоқуқни еғир дәриҗидә дәпсәндә қилиш, диний әркинликни чәкләш вә диний етиқадни сиясийлаштуруш вә бастуруш изчил давам әтмәктә” деди.
Далай лама бу сөзләрни дарамсалада билдүргән болуп, мәлум болушичә, у муәййән дәриҗидә аччиқланған болуп, у йәнә: “ буларниң һәммиси хитай һөкүмитиниң тибәт хәлқини пәқәт һөрмәт қилмайдиғанлиқидин болған ” дегән.
У йәнә, немә иш йүз беришидин қәтий нәзәр өзиниң тибәткә алий аптономийә тәләп илиш нийитидин янмайдиғанлиқини билдүргән.
У йәнә, хитайда бу йил язда өткүзилидиған олимпик йиғини һәққидә тохтилип: “ хәлқара җәмийәт хитайға тәнһәрикәтчи әвәтишниң орниға кишилик һоқуқ мәсилисини хитай һөкүмитиниң есигә селиши керәк, хитай хәлқиғә әркинликләрни бериш арқилиқ өзиниң бир яхши саһибхан икәнликини испатлаш керәк" дегән.
Алдинқи күни далай лама бейҗиң олимпикини байқут қилиш идийисини рәт қилған иди. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Далай лама 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини қоллайдиғанлиқини билдүрди
- Хитай исландийилик нахша чолпини бҗоркни әйиблиди
- Хитай тибәт паалийәтчилиригә вә далай ламаниң қоллиғучилириға тәһдит салди
- Әтләс көйнәк кийгән исландийә нахша чолпини шаңхәйдә тибәт мустәқиллиқини күйлиди
- Әнгилийә ташқи ишлар министири милибанд хитайни лүкчәк дөләтләр билән һәмтавақ болмаслиққа чақирди
- Тибәттә қилинған намайиш бастурулди
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати америкини хитай кишилик һоқуқи мәсилисидә сөзи билән һәрикити бирдәк болушқа чақирди
- Хитай бейҗиң хәлқара айродроминиң бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтти
- Хитай һолливуд режиссориниң олимпикқа қатнишиштин ваз кәчкәнликигә қарита инкас қайтурди
- Холливутниң филим директори спилберг әпәнди бейҗиң олимпик мусабиқисидин чекинди
- Нобел мукапати саһиплири хитай президенти ху җинтавға хәт язди
- Җәнубий астанә гезитиниң муавин баш муһәррири қоюветилди