Хитай һөкүмити төт нәпәр тибәтни солаққа алди
2007.11.20
Мәркизи ахбарат агентлиқиниң бейҗиңдин учур тарқитишичә, сичуән өлкиси гәнзи области оттура сотида төт нәпәр тибәтликкә бөлгүнчилик,дөләтни парчилашқа қутратқулуқ қилиш, чәтәлдики бөлгүнчиләргә ахбарат бериш җинайәтлири билән 3 йилдин 10 йилғичә қамақ җазаси һөкүм қилинған.
Ройтерис агентлиқиниң бу һәқтә бәргән хәвиридин мәлум болушичә, бу йил 1 - авғустта гәнзида өткүзүлгән ат бәйгисидә " далай лама тибәткә қайтип кәлсун" дәп шоар товлиғанлиқи үчүн қолға елинған руңге адак исимлик яшму бу қетим қамақ җазаси берилгән төт тибәт яшниң арисида болуп, хитай даирилири униңға сәккиз йиллиқ қамақ җазаси һөкүм қилған.
Руңге адак әйни вақитта қолға елинған пәйттә нәччә миңлиған тибәтликләр, хитай һөкүмәт даирилиридин униң қоюп берилишини тәләп қилғанда, сақчилар билән тоқунуш пәйда болған иди.
Хитай һөкүмити далай ламани бөлгүнчи дәп елан қилсиму, тибәтләрниң уни қоллиши барғанчә күчийиватқан болуп, хитайни әндишигә салмақта.
японийидә зиярәттә болуватқан тибәт роһани даһиси далай лама, сәйшәнбә күни тибәт хәлқиниң арзуси буйичә, өмриниң ахирғичә өзиниң бир из басарини бекитидиғанлиқини билдүргән. У " әгәр мениң из басарим хитай һөкүмити тәрипидин бекитилгән тәқдирдә, әгәр бу из басарда тибәтликниң қәлби болмиса, у һәргизму тибәт хәлқи тәрипидин етирап қилинмайду дегән". (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай тибәт мусапирлириға оқ чиқарғанлиқини рәт қилди
- Хитай армийиси непалға қачқан тибәтликләрни йәнә оққа тутти
- Хитай, тибәт диний рәһбәрлириниң хитай һөкүмитидин рухсәтсиз сайлиналмайдиғанлиқини бәлгилиди
- Кишилик һоқуқ тәшкилати хитайни қолға елинған тибәтлик өсмүрләрни қоюп беришкә чақирди
- Хитай тибәт аптоном районида далай ламаниң тәсирини тазилаш һәрикити қозғиди
- Сәддичин сепилидә намайиш өткүзгән тибәтләр чегридин қоғлап чиқирилди
- Тибәт әркинлик паалийәтчилири сәддичин сепилигә тибәткә әркинлик бериш һәққидә лозунка асти
- Сичүәндә далай ламаниң тибәткә қайтишини тәләп қилған йүзлигән тибәтлик қолға елинди
- Бейҗиң : далай лама билән болған сөһбәт ишикимиз давамлиқ очуқ