Тибәттә коммунист партийидин үмид үзгән кишиләр көпәймәктә


2007.11.28

Һазир хитай коммунист партийисиниң тибәттики асасий қатлам тәшкилатлирида, коммунист партийидин үмид үзүп, далай ламаниң қайтип келишини теләйдиған вә тебәт мустәқиллиқини қоллайдиған коммунист партийә әзалири көпәймәктә.

Тебәт аптоном районлуқ партком интизам тәкшүрүш комитетиниң 2007 ‏- йил 2 ‏- номурлуқ һөҗҗитидин мәлум болушичә, тибәттә мушу йилниң бешида, панга наһийилик җамаәт хәвпсизлик идарисиниң алаһидә вәзипә биҗиридиған хадими, пубав шәһәрчисиниң қошумчә муавин башлиқи пенсоҗәнзән 2007 ‏- йили 4 ‏- айда, намосо меһманханисида ечилған бир чоң йиғинда 'яшисун тебәт мустәқиллиқи, яшисун далай лама' дәп шуар товлиғанлиқи үчүн партийидин чиқирилип, мәнсәптин қалдурулуп 8 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған.

Тебәт аптоном районлуқ парткомниң бу қизил башлиқ мәхпий һөҗҗитидин мәлум болушичә, хитай коммунист партийисиниң тибәттики асасий қатлам тәшкилатлириниң далай ламачилар тәрипидин парчилинип, пенсоҗәнзәндәк 'коммунист партийиниң сүтини емип туруп, далай ламани ана дәйдиған партийә әзалири'ниң пәйда болушидин вә рикези шәһириниң каңма йезисидики ладонға охшаш оқуғучиларға далай ламани тохтимай тәшвиқ қилидиған муәллимләрниң пәйда болушидин сақлиниш үчүн, һазир пүтүн тибәттә маркисизм нәзирийиси вә сотсиялизм қуруш тәрбийисини кәң көләмдә елип бериш дәп аталған бастуруш һәрикити елип берилмақта. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.