Хитай, йеңи ясалған төмүр йоли арқилиқ тибәткә әскәр әвәтишкә башлиди
2007.12.01
Хитай мәтбуати, хитай даирилириниң тунҗи қетим йеңи ясалған йоқури сүрәтлик төмүр йоли арқилиқ тибәткә һәрбий үскүнә вә әскәр йүткигәнликини хәвәр қилди. Хәвәрдә ейтилишичә, хитай азатлиқ армийисиниң мунасивәтлик хадимлири, тибәткә һәрбий қисим йөткәш мәсилисидә, йеңи ясалған төмүр йолиниң, асаслиқ транспорт қоралиға айланғанлиқини тәкитлигән.
Хитай һөкүмити, бу төмүр йолиниң тибәтниң иқтисадий тәрәқиятиға муһим һәссә қошидиғанлиқини билдүргән иди. Лекин, тибәт паалийәтчилири вә тибәт һәрикитини қоллайдиған тәшкилатлар, мәзкур төмүр йолиниң тибәтниң миллий мәдәнийитиниң техиму көп зиянға учришишиға сәвәб болидиғанлиқини тәкитләп, бу төмүр йолиниң тибәтниң миллий кимлики үчүн тәһдит икәнликини җакарлиған.
Хәвәрләргә қариғанда, дегәндәк,17 ай бурун рәсми хизмәткә башлиған бу төмүр йоли, хитайниң ичкири өлкилиридин тибәткә келиватқан хитай көчмәнлириниң саниниң көпийишигә сәвәб болған. Хитай даирилириниң тибәт йоқури сүрәтлик төмүр йолини ясаш мәзгилидә вәдә қилғандәк, бу төмүр йоли арқилиқ тибәткә саяһәтчи әмәс, тибәткә хитай азатлиқ армийә қисимлирини йөткәшкә башлиғанлиқи, тибәт паалийәтчилириниң хитай һөкүмитиниң тибәт төмүр йолини ясаштики асаслиқ мәқсиди һәққидики гуман вә әндишилирини техиму күчәйтмәктә.
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, нөвәттә, хитайниң ичкири өлкилиридин тибәткә әвәтилидиған таварларниң 75 пирсәнти мушу төмүр йоли арқилиқ, әвәтилидикән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тибәттә коммунист партийидин үмид үзгән кишиләр көпәймәктә
- Далай ламаниң италийигә қилидиған зиярити, хитай һөкүмитини биарам қилмақта
- Далай лама өз варисини бәлгиләш қарарини ипадилиди
- Хитай һөкүмити төт нәпәр тибәтни солаққа алди
- Тибәт малчи, һөкүмәтни ағдуруш җинайити билән әйибләнди
- Хитай тибәт мусапирлириға оқ чиқарғанлиқини рәт қилди
- Хитай армийиси непалға қачқан тибәтликләрни йәнә оққа тутти
- Хитай сақчилири лхасадики тәбрикләш мурасимини бастурди
- Далай ламани тәбриклигән тибәт раһиплири билән хитай сақчилар арисида тоқунуш йүз бәргән