Хитай тибәт паалийәтчилиригә вә далай ламаниң қоллиғучилириға тәһдит салди


2008.03.07

Хитай даирилири җүмә күни тибәт паалийәтчилирини вә далай ламаниң қоллиғучилирини агаһландуруп, әгәр улар бейҗиң олимпик мусабиқиси мәзгилидә намайиш қилса яки вәқә садир қилса җиддий вастиларни қоллинидиғанлиқини вә буниң үчүн җиддий тәдбирләр елип қойғанлиқини билдүрди. Тибәт аптоном райони парткоминиң муавин секритари шяңба пиңсо, районда олимпик бихәтәрлики үчүн җиддий тәдбирләр елинғанлиқини әскәртиду.

Тибәттики хитай қораллиқ сақчи қисимлири сиясий бөлүминиң мәсули каң җинҗуң далай ламаниң қоллиғучилирини агаһландурди. Каң, олимпик җәрянида әгәр муқимсиз амиллар байқалса, болупму далай ламаниң қоллиғучилириниң һәрикитигә җиддий вастилар билән инкас қайтуридиғанлиқини илгири сүргән. Шяңба пиңсо билән каң җинҗуң бу сөзләрни хәлқ қурултийи йиғининиң дәм елиш арисида мухбирларға тәкитлигән. Шу күни тибәт аптоном райониниң партком секритари җаң чиңлин бейҗиңда мухбирларни күтүвелип, далай ламани "олимпик мусабиқисиға бузғунчилиқ қилмақчи " дәп әйиблиди.

Чәтәлдики тибәт тәшкилатлири вә далай ламаниң қоллиғучилири бейҗиң олимпик мусабиқиси тибәт мәсилисини дуня җамаәтчиликиниң диққитигә сунуш вә хитайни далай лама билән сөһбәт өткүзүшкә қисташниң яхши пурсити, дәп қаримақта. Чәтәлдики 5 тибәт тәшкилати йеқинда олимпик һарписида һиндистандин тибәткә йүрүш қилидиғанлиқини җакарлиған.

2007 ‏ - Йили 4 ‏ - айда 5 нәпәр америкилиқ тағқа чиққучи һималая теғида тибәт байриқини чиқарғанлиқи түпәйли хитайдин қоғлап чиқирилған. Шу йили 8 ‏ - айда канадалиқ оқуғучилар сәддичин сепилиға чиқип тибәт байриқини асқан иди. Хитай һөкүмити олимпик мәзгилидә тибәтләрниң кәң - көләмлик аммиви наразилиқ һәрикитигә дуч келиштин әнсиримәктә. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.