Хитайниң далай лама билән өткүзгән сөһбитидә илгирләш болмиған
-
2006-03-06 -
-
-
Тибәт аптоном райониниң юқири дәриҗилик бир әмәлдариниң дүшәнбә күни ашкарилишичә, тибәт роһани даһиси далай лама вәкиллири билән хитай һөкүмити арисида бу йил 2 - айда өткүзүлгән 5 - қетимлиқ хитай - тибәт сөһбитидә илгириләш болмиған.
Хитай һөкүмити адәттә далай лама билән елип барған сөһбити һәққидә тохтилишни халимисиму, әмма бу қетим тибәт аптоном райониниң рәиси шяңба пиңсу , далай лама билән болидиған сөһбәт ишикиниң техиму көп музакириләргә очуқ икәнликини билдүрди.
Ройтерс ахбарат агентлиқиниң хәвәрқилишичә, шяңба пиңсу далай лама вәкиллири билән болған сөһбәтни рәсмий музакирә дәп аташқа болмайдиғанлиқини тәкитлигән. У, " биз бу сөһбәтни бир музакирә, дәп қаримаймиз. Бу бир сөһбәт яки бир учришиш, бирақ алақә қанили даим очуқ " дәйду. Шяңба пиңсу бу сөзләрни бейҗиңда хитай хәлқ қурултийиниң мәмликәтлик йиғиниға қатнишиш җәрянида мухбирларға тәкитлиди.
Далай ламаниң вәкиллири болса , икки тәрәпниң алий аптономийә мәсилисидики асасий қаришида зор пәрқләр барлиқини билдүрмәктә. Тибәт сөһбәт өмикиниң башлиқи лоди гяри, сөһбәттин кейин елан қилған баянатида " бу йәрдә сөһбәтни қандақ тәрипләш мәсилисидиму түпки пәрқләр мәвҗут " дәйду.
Далай лама тибәтниң мустәқиллиқини әмәс, алий аптономийә тәләп қилидиғанлиқини әскәртмәктә. Әмма шяңбо пиңсу, далай ламаниң бу мәсилидә сәмимийитини көрситишкә тоғра келидиғанлиқини тәкитлигән. У, " мустәқиллиқтин ваз кечиш бир истратегийә яки сахтипәзлик болса, у чағда бу давамлашмайду " дәп көрсәтти. Шяңба пиңсу, "кәлгүсидә техиму илгирилигән һалда музакириләр елип баримиз. Бирақ биз сөһбәтниң бу басқучи әмәлий мәсилиләрни музакирә қилиш дәриҗисигә йәтмиди, дәп қараймиз " дәйду. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай тибәткә али аптономийә берәмду?
- Далай лама вәкили хитай әмәлдарлири билән 5-қетимлиқ сөһбәтни башлиди
- Далай хитай билән өткүзилиған 5-қетимлиқ сөһбәтниң пат арида башлинидиғанлиқини ейтти
- Тибәтләр, тоний блайирни тибәт мәсилисидә бейҗиңға бесим ишлитишкә чақирди
- Хитай һөкүмити бән чән ламаниң нәзәрбәнд астида яшаватқанлиқини рәт қилди