Хитай баш минстири вин җиябав, далай лама билән сөһбәтлишишкә тәйяр икәнликини билдүрди


2008.03.19

Әнгилийә баш минстири гордон баравн, хитай баш министири вен җиябавниң далай лама билән тибәт мәсилиси үстидә сөһбәт өткүзүшкә тәйяр икәнликини ипадилигәнликини, билдүрди.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, әнгилийә баш минстири гордон бравн чаршәнбә күни хитай баш минстири вен җиябав билән телефон арқилиқ көрүшүп, униңдин тибәттики вәқәләргә сәврчанлиқ билән муамилә қилишини тәләп қилип, тибәт мәсилисиниң тәрәпләр арисида елип берилидиған сөһбәт арқилиқ һәл қилиниши керәкликини тәкитлигән.

Әнгилийә баш минстири гордон бравн, америка бирләшмә агентлиқиға бәргән баянатида," хитай баш минстири маңа, далай лама тибәтниң мустәқиллиқини қоллимайдиғанлиқини билдүргәнлики вә зораванлиқ һәрикәтлирини әйиблигәнлики үчүн, тибәт мәсилисидә далай лама билән сөһбәт өткүзүшкә тәйяр икәнликини билдүрди," дәп көрсәткән.

Хәвәрдә ейтилишичә, әнгилийә баш минситири, нөвәттики әң муһим мәсилә, тибәттики зораванлиқ һәрикәтлирини тохтитиш, яришиш вә тибәтликләр билән хитай һөкүмити оттурисида қануни сөһбәтләрни йолға қоюштин ибарәт дәп тәкитлигән.

Әнгилийә баш минстири шундақла, тибәтниң диний вә сиясий рәһбири далай лама алдимиздики май ейида әнгилийини зиярәт қилғанда, униң билән көрүшидиғанлиқини билдүрди. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.