Түркийәдә уйғур тили тәтқиқати күчләнмәктә


2006.04.14

Измир чәшмәдә давам қиливатқан биринҗи нөвәтлик түрк дуняси мәдинийәт қурултийида уйғурлар һәққидә коп санда илми мақалә оқулди. Булардин бири әгә унивәриситити түрк дуняси тәтқиқат енистути оқутқучиси проффисор доктур зәки каймаз әпәнди язған иса юсуф алптекин вә һазирқи заман уйғур тили мавзулуқ мақалә иди. Кәмал әпәнди мақалисидә иса юсуф алптекинниң пәқәтла бир сиясийон болуп қалмастин бәлки уйғур тилиниң тәрәққияти учунму төһпә қошқан бир киши икәнликини, униң нәнҗиңдики вақтида уйғурчә дәрслик китабларни бастуруп уйғур маарипиға чоң төһпиләрни қошқанлиқини ейитти. Төвәндә проффисор доктур кәмал каймаз әпәнди билән елип барған сөһбитимизни аңлиғайсиләр.

Һөрмәтлик проффисор доктур зәки каймаз әпәнди, сизниң иса юсуф алптекин вә һазирқи заман уйғур тили дигән темини таллишиңиздики сәвәп нимә?

“миниң бу темини таллишимдики мәқсәт биринҗидин һазирқи заман уйғур тили сәвийәмни юқири көтүрүш. Иккинҗидин, мән үниверсититтә оқуғучиларға вә магистирлиқта оқуватқан оқуғучилиримға уйғур тилидин дәрс бериватимән. Бу дәрслиримни асасән уйғурчә билән түркчини селиштуруш арқилиқ өтимән. Иса юсуф алптекин 1948-йили дәрслик китаб бастурған. Мән бу китаптики уйғурчә билән һазирқи уйғурчини селиштуруп тәтқиқ қилиш шундақла иса юсуф алптекинниң сиясийонлуқтин башқа алаһидиликлириниму тәтқиқ қилиш учун бу илми мақалини яздим.”

Иса юсуф алптекин чәтәлдә өткүзгән 45 йиллиқ һаятини уйғур давасиға атиған бир киши. Сизчә бу кишиниң һазирқи заман уйғур тилиға қошқан тоһписи нимә?

“иса юсуф алптекин бир сияси кишилик. Унуң хитайдики вә түркийәдики сияси паалийәтлирини билимиз. Мәнму өзи билән тонушуш пурстигә еришкән идим. Буйәрдә әң муһим болған нәрсә иса юсуф алптекинниң шунчивала җиқ ишниң ичидә вақит чиқирип уйғур тилиғиму әһмийәт беришидур. Униң әслимилиридә у мәзгилләрдә көп санда уйғурларниң саватсиз икәнликини, уйғур, қазақ, қирғизлариң елипбәси охшаш болмиғачқа бир-бирини чушинәлмәйдиғанлиқини язған. Шуңа у, уйғурларму асан үгинәләйдиған қазақ, қирғизларму һәм асан чушинәләйдиған бир елипбә түзүп чиқишқа тиришқан. Иса юсуф алптекин бу пикирләрини әмәлгә ашуралиғанму йоқ, буларни оттуриға чиқириш үчүн бу мақалини йезип чиқтим. Иса юсуф алптекин һазирқи заман уйғур тили маарипиға интайин әһмийәт биридиған, уйғурчә дәрслик китапларни бастурған, алтай нәшриятини қурған вә гезит нәшир қилдурған бир кишидур.”

Һөрмәтлик проффисор доктур кәмал каймаз әпәнди, сиз мақалиңиздә иса юсуф алптекин бастурған китапта уйғурчиға нурғун түркчә сөзләрни алғанлиқини дидиңиз. Бу һәқтә қисқичә изаһат бәрсиңиз қандақ?

“мән уйғурчә дәрслик китаптики аталғуларни көрүп наһайити сөйүндүм. Чүнки у китапта түркчә аталғуларни таллиғанда имканниң беричә уйғурларму, қазақларму, қирғизларму чүшинәләйдиған сөзләрни таллапту. Бу бизгә йол көрситип бериду. Қазақистанда, қирғизистанда буниңға охшаш хизмәтләрни ишлигили болиду. У тилларни тамамән өзгәртип һәммиңлар түркийә түркчисини қоллиниңлар дийиш мумкин әмәс. Әмма имканнийәтниң беричә һәммимиз чүшинәләйдиған ортақ аталғуларни ишләтсәк, бу аталғуларни күндилик һаятта, гезит жорналларда қоллансақ бир - биримизни техиму асан чүшинәләймиз дәп ойлаймән.”

Һөрмәтлик кәмал каймаз әпәнди, түркийә мәдинийәт министир муавини бу йиғиниң ечилиш нутқида сөз қилғанда, бу йиғинниң мәқситиниң түркий милләтләр мәдинийитиниң дуня мәдинийитидики орнини бәлгиләштин вә бу мәдинийәтни тәрәққи қилдуруштин ибарәт икәнликини дәп отти. Бүгүн уйғурлар өз мәдинийитини тәрәққи қилдуруш имканийити бир тәрәптә турсун, хитай һөкүмитиниң уйғур мәдинийитини йоқ қилишқа уриниватқанлиқини илгири сүриватиду. Буниңға қандақ қарайсиз?

“бу тоғра әмәс. Бу хата бир сиясәт. Болупму уйғурларни хитайчә маарипқа мәҗбурларш путунләй хата. Буни қобул қилиш мумкин әмәс. Мән ахирида шуни димәкчимәнки, түркий хәлқләр арисидики һәмкарлиқни күчәйитишимиз керәк. Бу хил қурултайларда пүтүн түркий хәлқләрни өз ичигә алған чоң иш пиланлирини түзүп чиқип уни әмәлгә ашурушқа тиришишимиз лазим. Шундақ қилғандила бир биримизиң мәсилилирини һәл қилишқа ярдәм қилалаймиз.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.