Хитай һөкүмити қирғизистан билән уйғур ели оттурисидики чегра еғизлирини тақиди


2005.03.25

Хитай һөкүмити қирғизистан өктичилириниң ақайевни ағдуруветиш вәқәсидин кейин, уйғур аптоном райони билән қирғизистан оттурисидики чегра еғизлирини тақиди. Шинхуа ахбарат агентлиқи, хитай һөкүмитиниң қирғизистанға чиқидиған чегра еғизлирини 23 - марттин 28 - мартқичә вақитлиқ тақиғанлиқини хәвәр қилди.

Хитай һөкүмити, " қирғизистандики қалаймиқанчилиқ шундақла йолучилар вә йолучилар мал - мүлкиниң бихәтәрлики қатарлиқ сәвәпләрдин өркәштам чегра еғизини вақитлиқ тақиған." Бирақ уйғур аптоном районидики башқа чегра еғизлири адәттикидәк очуқ турудикән. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лю җйәнчав, җүмә күни хитай даирилириниң қирғизистан вәзийитини йеқиндин диққәт күзүтиватқанлиқини билдүрди.

Ройтерс ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, қирғизистанниң америкида турушлуқ баш әлчиси, қирғизистан вәзийитиниң узун - муддәтлик муқимсизлиқи америка, русийә вә хитайниң қатарлиқ дөләтләрниң райондики тәсиригә сәлбий тәсир көрситиду, дәп тәкитлигән.

Хитай таможнисидики даириләрниң билдүрүшичә, һазирқи пәсил икки дөләт содисиниң әң чап - чап мәзгилигә тоғра кәлгәнликтин, чегра еғизини тақаш икки дөләт арисидики содиға мәлум дәриҗидә тәсир йәткүзидикән.

Ройтерс ахбарат агентлиқи, хитай һөкүмити қирғизистандики вәқәләрниң уйғур аптоном райониға ямрап кетишидин әнсирәйдиғанлиқини илгири сүрди. Уйғур аптоном райони билән қирғизистан 1100 километир узунлуқтики ортақ чегра линийисигә игә. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.