Хотәндә кәлкүн апитидә бир йолучилар аптобусидики11 адәм қаза қилди
2005.05.22
Хотәнниң лоп наһийиси юруңқаш базиридин йолға чиққан ниңтуң маркилиқ йолучилар аптобуси шәнбә күни юруңқаш дәря вадисида кәлкүн апитигә учриди. Кәлкүнниң тәсиридә аптобус өрүлүп кетип, 11 адәм өлди вә 3 адәм из- дерәксиз йоқалди.
Хитай хәвәр ториниң хәвиридин мәлум болушичә, аптобустики қалған 16 киши қутқузивелинған. Әмма хитай даирилири қазаға йолуққанларниң кимликини елан қилмиди.
Йеқинда хотән тәвәликидә уда ямғур яққанлиқтин, кәлкүн келип лоп наһийисидики нурғун йоллар бузғунчилиққа учриған. Қазаға юлуққан мәзкур йолучилар аптобуси су бесип кәткән йолда петип қалған, бир қисим йолучилар аптубустин чүшиватқинида, кәлкүн аптубусни өрүп юруңқаш дәрясиға еқитип кәткән.
Уйғур аптонум районлуқ һава райи идарисиниң билдүрүшичә, уйғур елиниң җәнубий районлирида кейинки бир нәччә күн ичидә йәнә һөл - йеғин миқдари көрп болуп, қәшқәр, ақсуниң қисмән районлирида йәнә кәлкүн келиши мумкин икән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур тиҗарәтчи абликим өз хираҗити билән хотәндә мәктәп қурди
- Кәлкүн апитидә тәхминән 27 миң еғиз өй өрүлүп чүшкән
- Или областиниң бир қисим районлирида кәлкүн апити йүз бәрди
- Или дәря вадисидики апәттин келип чиққан иқсадий зиян 20 милйон юәнгә йәтти
- Илида 100 миң киши һөл йеғин апитиниң тәсиригә учриди