Данийидә бир уйғур яш қамақханида қаза қилди


2005.12.29

Данийә сақчи даирилири, данийигә қанунсиз киргән бурһан зунун исимлик бир уйғур яшниң падибург шәһиридики тутуп туруш мәркизидә өзини есип өлтүрүвалғанлиқини билдүрди.

Мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийи мәсуллиридин игилишимизчә, данийә сақчи даирилири бурһан зунунниң 25‏-декабир күни тутуп туруш мәркизидә өзини есивалғанлиқини байқап уни дохтурханиға елип барғанлиқини, лекин дохтурларниң қутқузуш тиришчанлиқи нәтиҗә бәрмәй, 29‏-декабир күни қаза қилғанлиқини билдүргән .

Хәврләргә қариғанда, данийә сақчилири, бурһан зунунға, данийигә қанунсиз киргәнлики үчүн хитайға қайтуридиғанлиқини уқтуруш қилған икән.

Бурһан зунунниң паҗиәлик ақивити чәтәлләрдики уйғурларни чоңқур қайғуға чөмдүрди . Һәрқайси дөләтләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлири данийә һөкүмитигә наразилиқ билдүрүш үчүн тәйярланмақта. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.