Қирғизистандики уйғур содигәрлири игисиз қиливатиду
2005.03.28
Өткән һәптә қирғизистанда президент әсқәр ақайоф һакимийитиниң ағдурулиши җәрянида бешкәктә йүз бәргән булаң- талаңда зиянкәшликкә учриған содигәрләр аста- аста ишлирини қайтидин башлаш үчүн тәйярлиқ көриватиду. Лекин игисиз қалған уйғур содигәрлири техи немә қиларини билмәйватиду.
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, әсқәр ақайоф һакимийити 27 - март күни гумран болғандин кейин, қирғизистанниң вақитлиқ президенти қурманбик бақийеф, қирғизистандики вәқәләрдин әндишиләнгән қирғизистанда яшаватқан рус вә өзбәкләрниң бихәтәрлики вә һәқ- һоқуқлириға капаләтлик қилидиғанлиқини билдүрүп, уларни хатир җәм қилишқа тиришти. Шуңа қирғизистандики содигәрләр булаң- талаң җәрянида чеқивитилгән дуканлириниң дәризилирини қайтидин салдуруп, тиҗаритини қайтидин башлаш үчүн тәйярлиқ көрмәктә. Әмма қирғизистанда тиҗарәт қиливатқан уйғурлар бундақ капаләткә игә болмиғанлиқи үчүн немә қелиш тоғрисида техи бир қарар бәрмигән.
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, һәтта бешкәктә йүз бәргән булаң - талаң җәрянида, асасән уйғур содигәрлири җайлашқан мәдинә базириға кәлгән нәччә миң қирғиз яш, "қирғизлар бу тәрпкә өтүңлар, биз уйғурларни урғили кәлдуқ, уйғурлар вәтинигә қайтип кәтсун" дәп вақириған.
Мәдинә базиридики уйғур содигәрлири, дуканлирини қирғиз булаңчилиридин қоғдашқа тиришқан, лекин булаңчиларниң сани наһайити көп болғанлиқтин, уйғур содигәрлири аҗиз келип қалған.
Бу арида, қирғизистандики вәқәләрдин кейин хитай һөкүмити тәрипидин торғат чегра понкитидики қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири давамлашмақта. Әмма франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, чегра понкити тақалмиған болуп, кириш -чиқишқа рухсәт қилинмақта. (Қанат)