Хәлқара кәчүрүм тәшкилати рабийә қадирни күтүвелиш мурасими өткүзди


2005.03.23

Group-Photo-rabiye.jpg
23-Март күни, рабийә қадир вә сидиқ һаҗи рози әпәнди балилири билән хәлқара кәчүрүм тәшкилати уюштурған мурасимда. RFA/William Hart

Мәркизи лондондики хәлқара кәчүрүм тәшкилати, хитай һөкүмити тәрипидин 17 - март күни туюқсиз қоюп берилгәндин кейин америкиға сүргүн қилинған атағлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадирниң шәрипигә күтүвелиш мурасими өткүзди.

Чаршәнбә күни кәчтә өткүзүлгән мурасимға дөләт мәҗлиси вә ташқи ишлар министирлиқидики әрбаплар шундақла вашингтондики кишилик һоқуқ органлириниң вәкиллири, америка уйғур җәмийитиниң мәсуллири вә көп сандики уйғур муһаҗирлар иштирак қилди.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати рабийә қадирниң қоюп берилишини илгири йолида көп күч чиқарған шундақла уйғурларниң кишилик һоқуқини қоғдаш мәсилигә сәзгүр муамилә қиливатқан кишилик һоқуқ органлириниң бири.

Кәчүрүм тәшкилати рабийә қадирни күтүвелиш мунасвити билән йоллиған тәклипнамисида мундақ дәйду: "рабийә қадир қолға елиништин илгири хитайдики аяллар һоқуқини қоғдаш җәһәттә муһим төһпә қошқан шундақла у " миң анилар һәрикити" ни қозғап, уйғур аяллирини хизмәт билән тәминлигән."

Рабийә қадир 17 - март күни хитай һөкүмити тәрипидин туюқсиз қоюп берилгәндин кейин, шу күни америкиға сүргүн қилинған. У, чикаго айдурумида " хитай түрмисидики уйғур сияси мәһбусларни азат қилишни қолға кәлтүрүш, мениң америкида қилидиған тунҗи ишим болиду," дәп көрсәткән иди. Америкидики уйғурлар һазир рабийә қадир қоюп берилгәнликиниң ғәлибә тәнтәнисини яшимақта. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.