Җон кам: бейҗиң һөкүмити рабийә қадирни қоюп бәргәнликидин пушайман қилди


2006.02.27

Америка сөһбәт фонди җәмийитиниң қурғучиси җон кам сәйшәнбә күни хоңкоңда, бейҗиң һөкүмитиниң уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадирни қоюп бәргәнликидин пушайман қилғанлиқини тәкитлиди. Хитай һөкүмити рабийә қадирни 1999 - йили 3 - айда дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш җинайити билән әйибләп 8 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған вә 2005 йили 3 - айда қоюп бәргәндин кейин, униң америкиға кетишигә рухсәт қилған иди.

Җон камниң әскәртишичә, хитай мәркизи һөкүмитиниң рабийә қадирни қоюп бериш қарари әйни чағда уйғур аптоном райониниң юқири дәриҗилик рәһбәрлири тәрипидин қаттиқ қаршилиққа учриған икән. Җон кам, " у қоюп берилди вә барлиқини һәқиқәтән уйғурлар үчүн беғишлиди " дәйду. Камниң әскәртишичә, нурғунлиған уйғурлар шинҗаңниң мустәқил болушини арзу қилиду вә рабийә қадир " һазирғичә рәһбири болмиған бу хәлқниң йол башчисиға вә өзиниң мәвҗутлиқини һазирғичә дуняға тонуталмиған бу хәлқниң авазиға айланған " америка ташқий ишлар министирлиқи вә җон кам рабийә қадирниң қоюп берилиш җәрянида вастичилиқ рол ойниди.

Җон камниң илгири сүрүшичә, бейҗиң һөкүмити бурун сиясий мәһбуслар қоюп берилсә, сүргүн һаятида үн - түнсиз йоқап кетиду, дәп қариған. Әмма у" рабийә қадир бу мәркизий нәзирийини йоққа чиқарди " дәйду. Шуниң кейин хитай һөкүмити юқири дәриҗилик сиясий мәһбусларни қоюп бериштин еһтият қилидиған болуп қалған.

Униң әскәртишичә, президент буш өткән йили 11 - айда хитайни зиярәт қилғанда сиясий мәһбусларниң қоюп берилмигәнлики буниң билән мунасивәтлик икән. Рабийә қадир өткән йили америкиға кәлгәндин кейин, уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә фонди җәмийитини қуруп, актип сиясий паалийәтчигә айланди. Хитай ташқий ишлар министирлиқи бу мунасивәт билән америкиға наразилиқ билдүрүп, вашингтонни рабийә қадирға сәһнә һазирлап бериш билән әйиблигән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.