Шаңхәй гуруһиға әза дөләтләрниң мәдәнийәт хадимлириниң билим ашуруш курси үрүмчидә өткүзүлди
2007.11.25
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза алтә дөләт ичидики қазақистан, қирғизистан, өзбекистан вә таҗикистанниң 21 нәпәр мәдәнийәт саһәсидики хадими үрүмчигә җәм болуп, уйғур аптоном районлуқ мәдәнийәт назарити вә "шинҗаң" хәлқара иқтисадий һәмкарлиқ ширкити бирлишип тәшкиллигән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң мәдәнийәт хадимлириниң билим ашуруш курсиға қатнашти.
Хитайниң шинхуа агентлиқиниң хәвәрлиригә таянғанда, оттура асия җумһурийәтләрдин кәлгән мәзкур хадимларға уйғур елиниң мәдәнийәт, милләт әһвали, һәр қайси милләтләрниң өз мәдәнийәтлирини тез сүрәттә тәрәққи қилдуруп, көрүнәрлик нәтиҗиләр қолға кәлтүрүлгәнлики һәмдә бу саһәдики һәмкарлиқлар мәсилиси вә башқилар тонуштурулған.
Улар билән өткүзүлгән сөһбәт йиғинлириға атақлиқ дарваз адил һошур, атақлиқ уссулчи дилнар қатарлиқ мәдәнийәт-сәнәт саһәсидики бир қисим кишиләр қатнаштурулған. Мәлум болушичә, бу курс 10 күн давамлишидикән һәмдә улар бейҗиң, шаңхәй қатарлиқ шәһәрләргә елип берилип, мәдәнийәт саһәсидикиләр билән пикир алмаштуридикән һәм екскурсийә қилидикән.
Нөвәттә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң түп характериниң һәрбий-сиясий түс еливатқанлиқи, һәр қайси дөләтләрниң оз алдиған көзлигән мәқсити бар болсиму, бирақ, хитайниң мәқситиниң һәр қайси әза дөләтләрниң ярдими билән уйғурларниң мустәқиллиқ һәм кишилик һоқуқни қоғдаш һәрикәтлиригә зәрбә берип, өзиниң уйғур елидики һакимийитини мустәһкәмләп, у йәрдин вә оттура асиядин алидиған нефит-тәбиий газ байлиқлирини капаләткә игә қилиш икәнлики билдүрүлмәктә. Техи йеқиндила қәшқәр оттура сот мәһкимиси бәш нәпәр уйғур яшқа миллий бөлгүнчилик җинайити билән коллектип өлүм җазаси бәргән иди.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ву баңгво, шәрқий түркистан күчлирини бастурушта ярдәм бәргән өзбекистанға рәхмәт ейтти
- Б д т тән җазасиға қарши туруш комитети өзбекистанни қаттиқ әйиблиди
- Хитай уйғур елиниң тәбиий газлирини тошуш қәдимини тезләтмәктә
- Бишкәктә мәркизий асия дөләтлири иттипақини қуруш мәсилиси музакирә қилинди
- Әзәрбәйҗанда түркий дөләтлириниң қериндашлиқ қурултийи чақирилди
- Оттура асия дөләтлири террорға қарши күрәштин пайдилинип өктичиләрни бастурмаслиқи керәк
- Мәркизи асия иқтисади һәмкарлиқ гәвдисигә әза дөләтләрниң баш министирлири дүшәнбидә учрашти
- 6 Нәпәр "шинҗаңлиқ" хитай форбес журнилиниң хитайдики байлар тизимликигә кирди
- Хитай : оттура асия башлиқлар йиғини "бөлгүнчилик" вә енергийә мәсилисини музакирә қилиду
- Ваң лечүән, сиясий бюрониң әзалиқиға йәнә сайланди
- Өзбекистан -русийә бихәтәрлик даирилири давамлиқ пүтүшти
- Хитай оттура асияда асаслиқ ролчи сүпитидә мәйданға кәлмәктә