Үрүмчидә "түрмә қануни" елан қилинғанлиқиниң 10 йиллиқини хатириләш мурасими өткүзүлгән
2005.01.04
Йеқинда үрүмчи районидики һәр қайси түрмә вә қурамиға йәтмигән җинайәтчиләрни башқуруш вә тәрбийләш орнидин кәлгән 100 гә йеқин түрмә сақчиси "җоңхуа хәлқ җумһурйитиниң түрмә қануни" елан қилинғанлиқиниң 10 йиллиқини хатирләш мурасимиға қатнашқан.
Хитай хәлқара радио истансиси тор бетиниң бу һәқтә бәргән хәвиридин ашкарилинишичә, хатириләш мурасимиға қатнашқан, аптонум районлуқ партикомниң муавин секритари, сиясий - қанун комитети партикоминиң секритари җяң шюмиң түрмә сестимисидикиләрдин “түрмә қануни” ниң изчиллишиш вә әмәлийлишишини йәниму чиң тутуп, қанунни иҗра қилиш, қанунға тайиниш, илмий башқуруш һәмдә җинайәтчиләрни өзгәртиштә адил вә мәдәний болушни әмәлгә ашуруп, аптонум районниң муқимлиқи вә тәрәққияти үчүн төһпә қошушни тәләп қилған.
Бирақ, кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлири, хитайниң түрмә сестимисиаә қанунни иҗра қилиш, илмий башқуруш вә җинайәтчиләрни өзгәртиштә адил вә мәдәний болуш дигәнгә охшаш пиринсипларға һечқачан һөрмәт қилмайдиғанлиқини оттуриға қоймақта.
Америкида йеқинқи бир қанчә йилдин бери, хитайниң түрмә сақчилириниң кишилик һоқуқни еғир дәриҗидә дәпсәндә қиливатқанлиқи җинайәтчиләрни уруп қийнап, мәҗбури иқрар қилдуруп һәмдә халиғанчә өлүмгә һөкүм қиливатқанлиқи һәққидә көп қетим испат бериш йиғинлири өткүзүлгән болуп, түрмиләрдә қаттиқ җазаланған уйғур сиясий мәһбуслириму бу һәқтә испат бәргән иди. (Әқидә)