Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати "үч хил күч" кә қарши һәмкарлиқни йәниму күчәйтмәкчи
2005.10.27
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати пәйшәнбә күни " террорчилиқ, бөлгүнчилик вә диний радикаллиқ" қа қарши һәмкарлиқни йәниму күчәйтидиғанлиқини билдүрди.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң баш секритари җаң дегуаң пәйшәнбә күни москвадики мухбирларни күтүвелиш йиғинида "биз үч хил күчниң паалийәтлиригә зәрбә бериштә зор миқдарда хизмәт ишлидуқ, әмәлий үнүмләрниму қолға кәлтүрдуқ. Бундин кейин, һәр қайси әза дөләтләр бу тәрәптики һәмкарлиқни техиму күчәйтиду" деди. У шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң баш министирлириниң йиғиниға қатнишиш үчүн москваға кәлгән. Әнгилийә б б с радио - телевизийә истансисиниң хәвиригә қариғанда, мәзкур тәшкилатниң йитәкчилири болған хитай вә русийә, өзбекистан вә қирғизистанда йеқинқи бир нәччә ай ичидә йүз бәргән өктичи паалийәтләрдин әндишә қилмақта. Хитай уйғур мустәқилчилирини, русийә болса чечәнләрни " террорчи" дәп атап, уларни бастурушқа урунмақта.
Җаң дегуаң йәнә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң ғәрбкә қарши күч оюштурғанлиқини инкар қилип, мәзкур тәшкилатиниң бир һәрбий иттипаққа айлиниш нийити йоқлиқини тәкитлиди. Бирақ у америкиниң өзбекистандин қошун чекиндүрүшниң ениқ вақтини бикитишини үмүд қилидиғанлиқини билдүрди. Нурғун анализчилар, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң барғансири америкиниң оттура асиядики тәсир күчини сиқип чиқиришқа һәрикәт қиливатқанлиқини билдүрмәктә. Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати бу йил 7 - айда, америкини оттура асиядики базилиридин қошун чикиндүрүшни тәләп қилған иди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Путин билән вен җябав икки тәрәп мунасивитини күчәйтиш мәслисидә сөһбәтләшти
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң баш министирлири москвада йиғилди
- Вин җиябав киләр һәптә русийидә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бихәтәрлик йиғиниға қатнишиду
- Хитай җ х министирлиқи уйғур елидики җ х органлирини тәқдирлиди
- Логән, уйғур елидә "террорчилиқ" қа қарши бастурушни күчәйтишни тәләп қилди