Хитай : оттура асия башлиқлар йиғини "бөлгүнчилик" вә енергийә мәсилисини музакирә қилиду


2007.10.29

Хитай даирилириниң дүшәнбә күни ашкарилишичә, бу һәптиниң ахирилири өзбекистанда чақирилидиған хитай, русийә вә оттура асия әллириниң башлиқлар йиғинида аталмиш"үч хил күчләр" гә қарши туруш һәм енергийә һәмкарлиқи нуқтилиқ музакирә қилинидиған тема икән. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң ярдәмчи министири лю хүй, хитайниң аталмиш "террорчилиқ, бөлгүнчилик вә диний әсәбийлик" йәнила райондики еғир мәсилә, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Лю хүй, "явро - асияниң үч хил күчләр кәң тарқалған район икәнлики һәммә адәм мәлум " дәйду. У йәнә, шәрқий түркистан тәшкилатлирини өз ичигә алған үч хил күчләр районниң тинчлиқи вә муқимлиқиға бузғунчилиқ қилишни тохтатмиди "дәп сөзлиди һәмдә " бизниң нишанлиримизниң бири, террорчилиққа қарши туруш шундақла шәрқий түркистан терорчи тәшкилатини йоқитип, тинчлиқ, муқимлиқ вә район тәрәққиятини илгири сүрүш " дәп көрсәтти.

Лекин ройтерс ахбарат агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә, " хитай һөкүмити оттура асия әллири билән чегрилинидиған нефит записиға бай уйғур елидә йәрликләрниң кәң аптономийә һәм диний әркинлик тәләплирини боғмақта "дәп тәкитлигән. Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилати вә америка органлириниң доклатлирида әскәртишичә, "хитай һөкүмитиниң террорчилиққа қарши сиясити көп һалларда уйғурларниң диний вә миллий мәдәнийәт кимликигә қаритилған.

Енергийә ачарчилиқи хитайни оттура асия әллири билән йеқинлаштуруватқан сәвәбләрниң биридур. Лю хүй, енергийә һәмкарлиқи күчәйтилсә районниң тинчлиқи вә муқимлиқи үчүн яхши шараит яритилидиғанлиқини әскәрткән. У йәнә, хитай баш министири вен җябав қатнишидиған бу йиғинда иран ядро мәсилиси музакирә қилинидиғанлиқини билдүрди. (‏Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.