Крорән қәдимий шәһәр харабиси бузғунчилиққа учримақта
2004.10.20
Уйғур елидики дөләт тәрипидин қоғдилидиған крорән қәдимий шәһәр харабиси нөвәттә саяһәтчи вә қәдимий ядикарлиқ оғрилириниң қанунсиз паалийәтлири сәвәбидин еғир бузғунчилиққа учримақта.

Хитай хәвәр ториниң мәлуматиға қариғанда, крорән қәдимий шәһәр харабиси уйғур елиниң байинғулин моңғол аптоном областиға җайлашқан болуп, йеқинқи йиллардин буян бу йәрдә, саяһәтчиләрниң харабилиққа қалаймиқан хәт оюш, қәдимий ядикарлиқларни орнидин рухсәтсиз йөткәш әһваллири көрүлгән.
Болупму -1999йилдин буян қәбрә оғурлаш әһвали еғир әвҗ елип, крорән қәдимий харабисини еғир бузғунчилиққа учратмақта икән. Хәвәрдә көрситилишичә, уйғур елидики мунасивәтлик органлар йеқинда “ крорән қәдимий шәһәр харабисини башқуруш лайиһиси” ни түзүп чиқип, уни бу йил ахириғичә аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий һәйәт комитетиға сунидикән.
Крорән қәдимий шәһәр харабиси уйғур елидики муһим қәдимий мәдәний байлиқларниң бир болуп, у архиологийә саһәсидә йүксәк қиммәткә игәдур. Гәрчә уйғур елидики қәдимий ядикарлиқларни бузуш вә оғурлаш ишлири хелидин бери көп көриливатқан бир әһвал болсиму, лекин һазирғичә буниңға үнүмлүк бир чарә қоллинилмиди.(Пәридә)