Асия дөләтлиридики ишчилар, 1 - май әмгәкчиләр байрими күни намайишлар өткүзди
2007.05.01
Радиомизниң игилишичә, 1 - май күни, бейҗиң тйәнәнмин мәйданида,һәрқайси өлкиләрдин бейҗиңға йиғилип наразилиқ билдүргән, юқирилап әрз қилғучилар арисида, 500 дин артуқ киши сақчилар тәрипидин қолға елинип маҗялу дегән йәргә апирип солап қоюлған. Америка агентлиқиниң бәргән хәвиридин мәлум болушичә, асия дөләтлиридә миңлиған ишчи вә паалийәтчиләр 1 - май күни кочиларға чиқип,кәң көләмлик намайиш өткүзди.Намайиш җәрянида, ишчилар өз дөләтлиридики һөкүмәттин мааш вә хизмәт шараитини яхшилап беришни тәләп қилди.
Намайиш өткүзүлүватқан бир қисим шәһәрләрдә, мәсилән, җәнубий корийиниң сеол шәһиридә, аманлиқни қоғдаш хизмити наһайити қаттиқ елип берилған. Нәччә миңлиған киши университет кочисида, ямғурға қаримай байрақ көтүрүп, шуар товлап, һөкүмәтниң әмгәк вә сода қануниға болған наразилиқини билдүргән.
Хитай территорийисидики марко шәһиридә, сақчилар бәлгиләп бәргән чегридин һалқип кәткән намайишчиларни көргән сақчилар асманға оқ етиш вә су чечиш қатарлиқ һәрикәтләрни елип барған. Мәзкур җайдики намайишта, гәрчә ярилиниш әһвали йүз бәрмигән болсиму, 5 нәпәр намайишчи хитай қуруқлуқидин кәлгән қанунсиз ишчи қатарида қолға елинған. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Чоңчиң шәһридә аял ишчилар кәң көләмлик наразилиқ намайиш елип барди
- Хитайда йәр-земин давасида тоқунуш йүз бәрди
- Шәрқи хитайда намайишчи амма билән сақчилар арисида кәскин тоқунуш болди
- Хунәнниң юңҗу шәһиридики топилаңни бастуруш буйруқини ким чүшүрди ?
- Хитайда йүз бәргән зораванлиқ түсини алған намайиш бастурулди
- Хунәндики амма һөкүмәткә қарши намайиш қилди