4 - Июн вәқәси һәр қайси җайларда хатириләнди
2005.06.05
Бу йил 1989 - йилидики " 4 - июн" вәқәси йүз бәргәнликиниң 16 йиллиқи. Бу мунасивәт билән бир қисим кишиләр америкиниң вашингтон вә ню йорк шәһәрлиридики хитай әлчиханиси вә консолханилириниң алдида хатириләш паалийәтлирини елип барди.
30 Нәччә киши 3 - июн күни кәчтә вашингтондики америка әлчиханиси алдида шамларни көтирип, 4 - июн вәқәсидә өлгәнләргә тәзийә билдүргән. Йүздин артуқ киши нйо-йоркта хитай һөкүмитидин 4 - июн вәқәсигә қайта баһа беришни тәләп қилған.
Буниңдин сирт, хоңкоң вә австралийә қатарлиқ җайлардиму хатириләш паалийәтлири өткүзүлгән. Хоңкоңдики 45 миңдин артуқ киши виййүән путбол мәйданиға йиғилип, хитай һөкүмитиниң 16 йил аввал демократийә тәләп қилған оқуғучиларни қанлиқ бастурғанлиқини әслигән.
Бу арида, америка һөкүмити баянат елан қилип, хитай һөкүмитини пуқраларниң тәпәккүр, сөз, йиғилиш вә етиқад әркинликигә һөрмәт қилишқа чақирди. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси син мәккормәк баянатида, америкиниң 16 йил бурун тйәнәнмин мәйданидики қанлиқ бастурушта өлтүрүлгән, тутулған вә из - дерәксиз йоқалған хитай пуқралирини унтулуп қалмиғанлиқини билдүргән.
У йәнә, хитай һөкүмитидин 4 - июн вәқәсигә қайта баһа берип, вәқә мунасивити билән һазирғичә тутуп туриливатқан виҗдан игилирини қоюп беришни тәләп қилған. (Арзу)