Шимали корийә ядро қораллар сөһбити узартилди
2005.07.29
Шималий корийә ядро қораллар мәсилиси бойичә бейҗиңда елип бериливатқан 6 дөләт сөһбити, җүмә күни 4 - күнигә кирди. Шу күни америка сөһбәт вәкили кристофир хилл, шималий корийә вәкили ким кйи - гван билән корийә йерим арилини ядро қораллардин хали қилиш мәсилиси бойичә айрим сөһбәт елип барған. Бу америка тәрәпниң сөһбәт башланғандин бери шималий корийә билән 4 - қетим айрим сөһбәт елип бериши болуп һесаблиниду.
Җәнубий корийә даирилириниң тәкитлишичә, сөһбәтниң вақти келәр һәптигичә узартилиши мумкин.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қариғанда кристофир хилл, сөһбәтни қанчилик давамлаштурушқа тоғра кәлсә шунчилик давамлишидиғанлиқини билдүргән. Һәр қайси тәрәпләр җүмә күни чүштин кейин учрашқанда сөһбәтни шәнбә күни давамлиқ елип беришқа қарши чиқмиған. Бирақ америка ташқи ишлар министирлиқи, шималий корийә билән айрим учришиш униң билән бивастә келишим түзүдиғанлиқин дерәк бәрмәйдиғанлиқини тәкитлимәктә.
Шималий корийә сөһбәт башланғандин кейин америкиниң җәнубий корийә зиминидики ядро қораллирини елип чиқип кетишини ядро қораллар пиланидин ваз кечиш шәрти сүпитидә оттуриға қойған. Әмма америка корийә йерим арилиға ядро қораллар орунлаштурғанлиқини рәт қилди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шималий корийә ядро қораллардин ваз кечиштики алдинқи шәртини оттуриға қойди
- Шималий корийә ядро программисини тохтитишта америкиға шәрт қойди
- ядро қораллар сөһбитигә қатнишидиған америка вә шималий корийилик вәкилләр бейҗиңда учрашти
- Хитай генерали зөрүр тепилғанда америкиға қарши ядро қорали ишлитишни тәшәббус қилди
- Америка җәнубий корийиниң пйоңяңни електир билән тәминләш пиланини қарши алди