Шималий корийә ядро қораллар сөһбити илгириләшкә еришәлмиди


2005.08.04

Бейҗиңда өткүзүлүватқан шималий корийә ядро қораллар сөһбити пәйшәнбә күни 10 - күнигә қәдәм қойған болсиму, әмма тәрәпләр оттурисидики пикир ихтилапи йәнила чоңқур болуп, сөһбәт илгирләшкә еришләмиди.

Шималий корийә, ядро әслиһәлирини хәлқара җәмийәтниң назарәт қилишиға ечиветиш мәсилисидә мурәссә қилишни рәт қилған. Җәнубий корийә даирилириниң ашкарилишичә, шималий корийә хәлқара назарәтниң ядро қораллар вә ядро қораллар пилани билән чәклинишини тәләп қилған болуп, америка ядро қораллар билән биргә ядро ряктор қазанлирини өз ичигә алған ядро әслиһәлириниң назарәт қилинишини үмид қилидикән.

Тәрәпләр пәйшәнбә күни бу мәсилисини музакирә қилғанда шимали корийә америкиниң тәлпини рәт қилған. Америка сөһбәт вәкили кристофир хилл, " биз шималий корийиниң ядро қораллардин ялғандин ваз кечишини шундақла биз буниңға ялғандин ишнишни халимаймиз," деди.

Кристофир хиллниң тәкитлишичә, шималий корийә нимиләрдин ваз кәчкәнликини ениқ җакалишиға тоғра келидикән. Шималий корийә, сөһбәт үстидилики хитай тәрәп оттуриға қойған принсипал һөҗҗәткә қол қоюшни рәт қилған бирдин бир дөләт. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.