Шималий корийә 6 тәрәп ядро сөһбитидә "илгириләш болмиди"
2006.12.22
Бейҗиңда өткүзүлгән шималий корийә 6 тәрәп ядро сөһбитигә вақтинчә ара берилди вә сөһбәттин кейин рәис хитабнамиси елан қилинди. Лекин сөһбәттә "бөсүш характерлик илгириләш болмиған". Бу қетим хитай, русийә, америка, японийә, шималий вә җәнубий корийә вәкиллири бейҗиңда бәш күн сөһбәт елип барған болсиму, лекин сөһбәт нәтиҗисиз ахирлашти вә сөһбәтниң қачан әслигә келидиғанлиқиниң конкрет күн тәртипиму елан қилинмиди.
Йиғинға қатнашқан хитай сөһбәт вәкилләр өмикиниң башлиқи ву давей, һәр қайси тәрәпләр сөһбәтни әң тез арида әслигә кәлтүрүшкә қошулғанлиқини тәкитлигән болсиму, лекин йиғинниң қачан әслигә келидиғанлиқини тилға алмиди. Буниң алдида америка сөһбәт вәкили кристофир хелл, америкиниң сәвр - тақити түгәватқанлиқини агаһландурған иди. Бу қетимқи сөһбәттә шималий корийә вәкили ядросизлаштуруш мәсилисини музакирә қилиштин бурун, алди билән америкиниң пйоңяңға йүргүзгән пул - муамилә имбаргосини бикар қилишни тәләп қилди. Лекин америка вәкили пйоңяңниң мурәссәлишишни рәт қилиш позитсийисидин үмидсизләнгәнликини билдүрмәктә.
Шималий корийә вәкили ким кйе гван, әгәр америка имбаргони бикар қилмиса, шималий корийә ядро қораллар записиниң азийиш әмәс, көпийидиғанлиқини агаһландурған. Бу қетимқи сөһбәт 13 ай тохтап қалған вә шималий корийә ядро синиқи елип берип 2 айдин кейин өткүзүлгән иди. Америка шималий корийини ядросизлаштуруш мәсилисидә хитай һәл қилғуч дөләт, дәп қаримақта. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- 6 Тәрәп сөһбити 18 - дикабир күни қайта әслигә кәлмәкчи
- Бейҗиңда, америка, хитай вә шималий корийә 6 тәрәп вәкиллири сөһбәттә болди
- Шималий корийә әмди тоңлитилмайдиған банка һесабатиға игә болушни тәләп қилмақта
- Шималий корийә 2001 - йилидин 2005 - йилиғичә 40 данә башқурулидиған бомба сатқан
- Җәнубий корийә тунҗи қетим шималий корийигә берилгән җаза һәққидә тохталди