Санаәтләшкән 8 дөләт юқири дәриҗилик әмәлдарлириниң йиғини германийидә ечилмақчи
2007.06.04
Санаәтләшкән 8 дөләт юқири дәриҗилик әмәлдарлириниң 33- нөвәтлик йиғини 6- июндин 8 - июнғичә, германийиниң шималий қисмидики мекләнбург-ворпоммерн штатиниң балтиқ деңизи бойидики хилвәт җайи хейлигендамда ечилиду.
Бу нөвәтлик йиғиниға, юқириқи сәккиз дөләт әрбаблиридин, , җорҗ в буш (америка қошма штатлири) , стефан харпер (канада), тонй блайер (бүйүк беританийә), николас саркозй (франсийә), анҗилла меркел (германийә), романо проди (италийә), шинзо абе (японийә) вә виладимир потин (русийә) қатарлиқлар қатнишиду.
Мәлум болушичә, йәршарилишиш вә африқиниң тәрәққиятиға ярдәм бериш қатарлиқлар бу нөвәтлик учришишниң мәркизи нуқтиси, "илгириләш вә мәсулийәт" баш тема қилинидикән.
Һалбуки, 3- июн, германийиниң росток портида миңлиған - онмиңлиған амма, мәзкур йиғинға вә йәршарилишиш идийисигә қарши намайиш қилди. Намайиш давамида намайишчилар билән сақчилар арисида тоқунуш йүз бәрди.
Аманлиқ сақлаш үчүн 16 миң сақчи аҗритилған болуп, тоқунушта 140тин артуқ сақчи йеник дәриҗидә 25 нәпәр сақчи еғир дәриҗидә яриланди вә 78 нәпәр намайишчи қолға елинди.
Бу қетимлиқ намайишини, йәршарилишишқа вә намратлиққа қарши турғучи тәшкилатлар тәшкиллигән болуп, уларниң билдүрүшичә, тәхминән 80миң амма намайишқа қатнашқан. Әмма сақчилар, 30 миң адәм қатнашти, дәп билдүрмәктә.(Җүмә)