Америка 11 - сентәбир вәқәсиниң қурбанлирини хатирилиди
2004.09.12
Америкилиқлар шәнбә күни 11 - сентәбир террорлуқ вәқәсиниң 3 йиллиқини хатириләш паалийити өткүзди . Хатириләш паалийити вашингтон алаһидә райони, ню - йорктики дуня сода мәркизиниң орни вә пенсилванийә штатлирида өткүзүлди.
Шу күни америка призденти җорҗе буш телевезор нутуқи сөзләп, 11 - сентәбир дөлитимиз үчүн унтулғусиз бир күн, мән ақсарайда бу күнни америка хәлқи билән биргә хатирләймән, америка хәлқи 2001 - йили 9 - айниң 11- күнидики бу қорқунчлуқ вәқәдә еғир бәдәл төлиди . Буниң тәсири һазирғичә һис қилинмақта, деди. Приздент буш йәнә мундақ дәп тәкитлиди : 11- синтәбир америкиниң бурулуш нуқтиси, америка омумий йүзлик мудапиәни давамлиқ күчәйтип, тероризимға қарши күрәшниң ахирқи ғәлибисини қолға кәлтүрүш ирадисидин тәврәнмәйду.
2001 - Йили 9 - айниң 11 - күни әтигәндә америка һава йоллириниң 4 йолучилар айропилани 19 нәпәр терорчи тәрипидин гөрүгә елинған иди. Гөрүгә елинған айропиланларниң иккиси ню-йорктики дуня сода мәркизиниң қошмақ бинасиға, бири вашингтондики америка дөләт мудапиә министирликиниң 5 бурҗәклик бинасиға соқулған, гөрүдики йәнә бир айрупилан пенсилванийә штатиға чүшүп кәткән иди. Вәқәдә 3 миңдәк адәм һаятидин айрилған. 11 - Синтәбир вәқәсидин кейин америка хәлқара тероризимға қарши күчләр иттипақини тәшкилләп, афғанистандики талибан һакимийити билән ирақтики саддам һүсәйин һөкүмитини йоқатти. Бирақ 11 - синтәбир терорлуқ һуҗуминиң баш җавабкари дәп қаралған әл - қайдә рәһбири усама бин ладен һазирғичә қолға чүшмиди. (Әркин)