Җорҗи буш дуня сода сарийи харабисида террорчилар тәрипидин өлтүрүлгән миңлиған бигуна хәлқни әслиди

Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 2001 ‏- йили йүз бәргән 11 ‏- сентәбир вәқәсиниң һарпа күнидә, америка президенти җорҗи буш нюйорк шәһиридики дуня сода сарийи харабисиға берип, террорчилар тәрипидин өлтүрүлгән нәччә миңлиған бигуна хәлққә атап гүлчәмбирәк қойди. Униңдин кейинла, бу харабилиққа йеқин җайдики бир хрстиан ибадәтханисиға берип 11 ‏- сентәбир вәқәсидә һаятидин айрилған хәлқни әсләп, уларниң роһиға дуа қилди.

Хәвәрдә баян қилинишичә, президент буш 11 ‏- сентәбир күни әтигән саәт 8 дин 46 минут өткәндә йәнә, дәл буниңдин бәш йил бурун террорчилар қолиға киргүзивалған йолучилар айрупилани биринчи қетим бинаға соқулған вақитта, от өчүргүчи хадимлар билән бирликтә вәқәдә һаятидин айрилған бигуна хәлқ үчүн бир минут сүкүттә туруп тәзийә билдүрди. 11 ‏- Сентәбир вәқәси америкидила әмәс, пүтүн дунядики башқа мәдәнийәтлик әлләрдиму хатириләнди. (Вәли)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org