Америкиниң сүрийә әлчиханиси һуҗумға учриди
-
2006-09-12 -
-
-
Америкиниң сүрийидә турушлуқ әлчиханиси сәйшәнбә күни бир қанчә нәпәр қораллиқ унсурниң һуҗумиға учриди. Қораллиқ унсурларниң 3 нәпири сүрийә аманлиқ хадимлири тәрипидин етип ташланған, бири киши яриланғандин кейин әсиргә елинған болсиму, лекин америка әлчиханиси хадимлири ичидә өлгән яки яриланғанлар болмиди.
Қораллиқ унсурлар америка әлчиханисиға аптоматик қораллар вә гранатлар билән һуҗум қилған болсиму, лекин әлчихана қорусиға кирәлмигән. Әлчиханини қоғдаватқан сүрийә аманлиқ хадимлиридин аз дегәндә бир адәм өлгән, пуқраларни һесаблиғанда 11 адәм яриланған болуши мумкин. Вәқәдә америка әлчиханисиға қошна қорадики хитай әлчиханисиниң бир дипломатик хадими яриланди. У, әйни чағда хитай әлчиханисиниң өгзисидә туруп вәқәни көзитиватқан икән.
Вәқәни өз көзи билән көргүчиләр, қораллиқ унсурларниң әлчиханиға һуҗум қилғанда " аллаһу - әкбәр" дәп вақириғанлиқини билдүргән. Бу вәқә сүрийә - америка мунасивити җәнубий ливандики һизбулла - исраилийә тоқунуши сәвәбидин җиддийлишип кәткән әһвалда йүз бәрди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Буш: террорға қарши бу күрәш һәрбий тоқунушла әмәс, бәлки бир мәдәнийәтләр уруши
- Америкида 11 - сентәбир вәқәсиниң 5 йиллиқини уйғурларму хатирилиди
- Җорҗи буш дуня сода сарийи харабисида террорчилар тәрипидин өлтүрүлгән миңлиған бигуна хәлқни әслиди
- Әнгилийә даирилири бихәтәрлик тәдбирилирини күчәйтишниң йәнила интайин муһим икәнликини билдүрмәктә
- Әнгилийә , террорлуқ һәркити пиланлиған 21 кишини қолға алди