Коммунизимниң зиянкәшликигә учриған кишиләрни хатириләш абидиси вашингтонда тикләнди
2007.06.13
6 - Айниң 12 - күни америкиниң пайтәхти вашингтон шәһиридә коммунизимниң зиянкәшликигә учриған кишиләрни хатириләш абидиси тикләнди. Абидә тикләш мурасимиға америка президенти җорҗ буш өзи риясәтчилик қилди.
Америка дөләт мәҗлиси бинасиға йеқин җайда қәд көтүргән бу абидә 1989 - йили бейҗиңдики тйәнәнмен мәйданида оқуғучилар лайиһилигән әркинлик илаһи һәйкилиниң тәқлид нусхисидур.
Америка президенти җорҗ буш коммунизимниң зиянкәшликигә учриған кишиләрни хатириләш абидисини тикләш мурасимида қилған сөзидә "дуня һазир коммунизимниң зиянкәшликигә учриған аз сандики кишиләрнила билиду", "коммунизм совет иттипақида, хитайда вә дуняниң башқа җайлирида зиянкәшлик қилған адәм сани йүз милйондин ашиду", "коммунист партийә һакимийити кишиләрниң һаятиға зиянкәшлик қилғандин кейин йәнә, кишиләрниң ғурур-иптихарини вә паҗиә тоғрисидики әс -хатирисини йоқ қиливетишқа урунуп кәлмәктә", "бүгүн вашингтонда тикләнгән бу абидә кишиләрниң ғурур -иптихарини, әс -хатирисини әслигә кәлтүрүш, зиянкәшликкә учриған кишиләрни әстин чиқармаслиқ ролини ойнайду", "коммунизм вә террорчилар чоқум мәғлуп болиду " деди.
Мәркизи агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси чингаң "биз америка тәрәпниң сөз -һәрикәтлиригә қаттиқ наразилиқ билдүримиз вә қарши туримиз" дегән .(Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кишилик һоқуқни күзүтүш тәшкилати: хитай олимпик җәрянида ахбарат әркинликини қоюветиш вәдисидә турмиди
- Ч м т мухбирларниң уйғур вә тибәтни зиярәт қилиш - қилалмаслиқиға ениқлима беришни тәләп қилди
- Б д т ниң вәкилләр өмики косованиң истиқбали һәққидә изләнмәктә
- Америка ташқи ишлар министирлики диний әркинлик доклатини елан қилди
- Б д т баш катипи дуняни әркинликтин ваз кәчмәсликкә чақирди