Кишилик һоқуқ тәшкилатлири шветсийә һөкүмитигә хәт йезип адил абликимгә панаһлиқ беришни тәләп қилди


2008.02.01

Америка вә явропадики бир қисим кишилик һоқуқ тәшкилатлири йеқинда шветсийә һөкүмитигә хәт йезип 2006 - йили гуәнтанамодин қоюп берилгәндин кейин албанийигә орунлашқан вә өткән йили ноябирда шветсийигә келип сиясий панаһлиқ тилигән адил абликимгә сиясий панаһлиқ беришни тәләп қилди.

Адил абликимни қоллаш хетигә адвокатлар, хәлқара кәчүрүм тәшкилати, нюйорктики асасий қанунлуқ һоқуқ мәркизи, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, явропада индивидуал һоқуқлар тәвсийә тәшкилати, хелсинки комитети, шветсийә мусапирлар вә панаһланғучиларни қоллаш гуруһи, җәнвәдики хәлқара қанунчилар комитети қатарлиқ 10 тәшкилат имза қойған.

Хәттә немә үчүн адил абликимгә сиясий панаһлиқ бериш керәкликини чүшәндүрүп, шветсийә тән җазаси болмиған, адил абликимгә охшаш дөлитигә қайтса болмайдиған мусапирларни қойниға алалайдиған көңүлдикидәк җай икәнликини, албанийә болса уйғур җамаити яшимайдиған, уйғур мусапирлар үчүн яшаш наһайити тәс дөләт икәнликини илгири сүргән. Хәттә йәнә, шветсийә адил абликимниң уруқ - туғқанлири яшайдиған бирдин ‏- бир дөләт болуп, бу әлдики уйғур җамаәтчиликиниңму адилға нисбәтән яхши имканийәт һесаблинидиғанлиқини тәкитлигән.

Адил абликим 2007 ‏- йили ноябирда шветсийидә чақирилған бир хәлқара кишилик һоқуқ йиғиниға қатнишиш үчүн бу дөләткә кәлгән һәм узун йиллардин кейин тунҗи қетим бу дөләттики ачиси билән җәм болған иди. У шветсийигә кәлгәндин кейин, албанийигә қайтмайдиғанлиқини вә шветсийә һөкүмитидин сиясий панаһлиқ тәләп қилидиғанлиқини җакарлиған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.