Чегрисиз мухбирлар тәшкилати шаңхәйлик адвокатниң тәқдиригә диққәт қилмақта
2005.03.01
Шаңхәйдики әдилийә тармақлири, кишилик һоқуқ адвокати го готиңниң адвокатлиқ кинишкисини бир йил тохтитиш һәққидә тәһдид салди.
Баш штаби париждики чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң билдүрүшичә, го готиң , дөләт мәхпийәтлирини ашкарилаш җинайити билән әйибләнгән бир мухбир вә бир қанчә өктичи паалийәтчиләргә ақлиғучи болған. Шуңа, шаңхәй сақчи даирилири 23 - феврал күни униң ишханисини ахтуруп, компютери вә адвокатлиқ кенишкисини тутуп қалған.
Шаңхәй шәһәрлик сот тармақлири җүмә күни испат бериш йиғини ечип, го готиңниң адвокатлиқ кинишкисини бир йил тохтитишни қарар қилиши мумкин икән.
Чеграсиз мухбирлар тәшкилати бу мунасивәт билән хитай әдилийә минситири җаң фусиңға хәт йезип, " го готиңниң дилоси хитай һөкүмитиниң қанунға һөрмәт қилиш сәмимийитиниң йоқлиғини көрситиду. Го готиңниң қанун ишлири билән шуғуллинишни чәклигәнлик, у ақлаватқан мухбир вә өктичиләрниң асасий кишилик һоқуқини дәпсәндә қилғанлиқ билән баравәр" дәп көрсәткән. (Арзу)