12- Июн күни афғанистанниң кәләнгәр районида намәлум кишиләр, қиз оқуғучиларға һуҗум қилип, икки кичик башланғуч мәктәп оқуғучиси қизини өлтүргән. Һуҗумда үч қиз оқуғучи яриланған.
Афғанистан хәвәр агентлиқиниң мәлум қилишичә, һуҗумда өлгән икки кичик қиз, қәләй сәйд һәбибулла башланғуч мәктипиниң биринчи вә икки синип оқуғучилири икән.
Афғанистан сақчи даирилири бу һуҗумниң талибан қалдуқлири тәрипидин елип берилғанлиқини билдүрди. Лекин, талибанларниң баянатчиси, қиз оқуғучиларға һуҗум қилғанларни қаттиқ әйибләп, талибанларниң бу һуҗумда һечқандақ мәсулийити йоқлиқини тәкитлиди.
Лекин, көпчиликкә мәлум болғандәк, афғанистанда талибанлар һакимийити дәвридә, қизларниң мәктәпкә бериши вә аялларниң идарә-җәмийәтләрдә ишлиши чәкләнгән болуп, афғанистандики пүтүн қизлар мәктипи тақалған. Һәтта аялларниң ялғуз сиртқа чиқишиму чәкләнгән иди. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хамид карзай һуҗумға учриди
- Америка һөкүмити, хитайниң 4 - июл қирғинчилиқ һәрикитини етирап қилмиғанлиқи, олимпик тәнһәрикәт йиғиниға саһипханлиқ қилишиға тосқунлуқ қилиши мумкин, дәп агаһландурди
- Пакистандики қәбилә рәиси осма бин ладин вә молла өмәргә панаһлиқ беришкә тәйяр икәнликини билдүрди
- Афғанистанда елип берилған өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумда 12 киши өлди
- Америка- афған бирләшмә армийиси 30 дин артуқ талибан милитанлирини йоқатти
- Өзбекистан ислам һәрикити таһир йолдашниң һаят икәнликини елан қилди
- Афғанистан президенти талибанлар билән сөһбәт елип барғанлиқини етирап қилди
- Пакистан-афғанистан чегра районидики тоқунушларда онлиған чәтәллик милитант өлгән