Кабулдики өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумда 1 америка әскири вә 5 афған пуқраси өлди
2007.10.06
Шәнбә күни афғанистанниң пайтәхти кабул шәһиридә, америкиниң бир һәрбий әтритигә қарши елип берилған өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумда, бир америка әскири вә 5 афған пуқраси өлгән. Һуҗумда нурғунлиған киши яриланған.
Хәвәрләргә қариғанда, бу һуҗум, өткән сәккиз күн ичидә кабул шәһиридә елип берилған үчүнчи өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗум һесаблинидикән.
Бу арида афғанистанниң шәрқий райониға җайлашқан хост шәһиридә, йолға орунлаштурлған бир бомбиниң партилиши нәтиҗисидә 5 афған сақчиси өлгән.
Өткән йили болупму афғанистанниң җәнубий вә шәрқий җәнубий районлирида афғанистандики иттипақдаш армийә вә афған миллий армийисигә қарши елип барған һуҗумлирида нурғун қурбан бәргән вә мәғлубийәткә учриған талибан қалдуқлири, бу йил асаслиқ нишанини афғанистанниң пайтәхти кабул вә башқа чоң шәһәрләрдә, өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумлар елип беришқа қаратқан.
Хәвәрләргә қариғанда, талибан қалдуқлири чоң шәһәрләрдә өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумлар елип бериш арқилиқ, афғанистан хәлқиғә,афғанистан һөкүмити вә афғанистандики иттипақдаш армийиниң уларниң бихәтәрликигә капаләтлик қилалмайдиғанлиқини испатлашни мәқсәт қилидикән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Талибанлар билән җәнубий корийә һөкүмәт хадимлири оттурисидики сөһбәт давамлашмақта
- Талибанлар гөрүгә елинған икки нәпәр җәнубий корийилик аялни қоюп бәргәнликини билдүрмәктә
- Талибанлар гөрүгә елинған корийиликләр мәсилиси үстидә корийә һөкүмити билән сөһбәтләшмәкчи
- Талибанлар гөрүгә елинған йәнә бир корийиликниң өлтүрүлгәнликини ашкарилиди
- Талибанлар гөрүгә елинған корийиликләрни қоюп беридиғанлиқини билдүрди
- Афғанистанда 45 пуқра һава һуҗуми түпәйлидин өлди
- Ирақ вә афғанистанларда йүз бериватқан тоқунушлар давамлашмақта
- Афғанистанда қиз оқуғучилар һуҗумға учриди