Афғанистандики тоқунушларда онлиған талибан милитанти өлтүрүлди


2007.11.17

Америкиниң йетәкчиликидики бирләшмә армийә қисимлири тәрипидин, афғанистанниң җәнубий районида елип берилған бир тазилаш һәрикити җәрянида, 23 талибан милитанти өлтүрүлгән. Бирләшмә армийә хадимлириниң билдүрүшичә, һелмәнд өлкисиниң грмсир районида елип берилған һәрикәт җәрянида 11 талибан милитанти тирик қолға чүшүрүлгән. Бирләшмә армийә хадимлири, бу тазилаш һәрикитиниң қачан елип берилғанлиқи һәққидә бирнемә демигән.

Бу арида франисйә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бирләшмә армийә қисимлири тәрипидин шәнбә күни қәндәһар өлкисиниң зирай районида елип берилған бир тазилаш һәрикитидә аз дегәндә 10 талибан милитанти өлтүрүлгән. Хәвәрдә ейтилишичә районда тоқунушлар техи давамлашмақта.

2001‏- Йили америкиниң афғанистанға қаратқан һәрбий һәрикити нәтиҗисидә афғанистандики һакимийити гумран болған талибанлар, йеқинқи йиллардин буян қайтидин тәшкиллинип, афғанистан миллий армийиси вә афғанистандики бирләшмә армийә қисимлириға қарши һуҗумға атланған болуп, өткән йили болупму афғанистанниң җәнубий районлирида кәң көләмлик һуҗумлар йолға қойған һәмдә бәзи районларни контроллиқини қайтидин қолға алған иди. Әмма бу һуҗумлар җәрянида қаттиқ зәрбиләргә учриған талибан милитантлири бу йил асасән кичик гуруппилар шәклидә паалийәт елип берип, ирақтики қаршилашқучи күчләр ишлитиватқан өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумлар қатарлиқ тактикиларни ишлитишкә башлиған. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.