Афғанистандики тоқунушларда аз дегәндә 70 талибан милитани өлди
2006.07.17
Америка башчилиқидики бирләшмә армийиниң афғанистанда қайтидин тәшкиллинип, һәтта бәзи районларда һакимийитини қайтидин тикләшкә башлиған талибан қалдуқлириға қаратқан тазилаш һәрикити давамлишиватиду. Йәкшәнбә күни бирләшмә армийә қисимлири тәрипиди елип берилған мәзкур һәрикәт җәрянида аз дегәндә 70 талибан милитани өлтүрүлгән.
Америка башчилиқидики бирләшмә армийә, талибанлар контроллиқидики районларда афғанистан һөкүмитиниң һакимийитини қайтидин тиклимигичә, талибан қалдуқлириға қаратқан һәрбий һәрикитини тохтатмайдиғанлиқини билдүрмәктә.
Афғанистандики талибан қалдуқлири болупму, өткән май ейидин бери һуҗумлирини күчәйтти. Улар бир тәрәптин өзини өлтүрүвилиш характерлик һуҗум вә башқа йеңи уруш тактикиси һәмдә усуллирини ишлитиш арқилиқ афғанистандики бирләшмә армийә вә афған армийисигә қаратқан һуҗумлирини көпәйтиш йәнә бир тәрәптин афғанистан йүз бәргән бәзи вәқәләрни сүсйистмал қилиш, тәшвиқат елип бериш вә хәлққә тәһдит селиш арқилиқ, афғанистандики болупму афғанистанниң җәнубий районлиридики тәсири даирисини күнсери кеңәйтишкә башлиди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, афғанистанда май ийидин бери йүз бәргән тоқунушларда 800 дин артуқ адәм өлгән.
Афғанистандики талибан қалдуқлириниң, бәзи районларда һакимийәтлирини қайтидин тикләш тәсәббуслири, афғанистандики бирләшмә армийә вә афған миллий армийисиниң, талибан қалдуқлириға қарши кәң көләмлик бир һәрбий һәрикәт башлитишиға сәвәб болған иди.
Бу һәрикәт 2001- йили талибанларниң афғанистандики һакимийити америка қисимлири тәрипидин гумран қилинғандин бери, афғанистанда елип берилған әң чоң һәрбий һәрикәт болуп, бу һәрикәткә аз дегәндә 10000 әскәр қатнашмақта. (Қанат)









