Хамид карзай һуҗумға учриди
2007.06.10
Афғанистан президенти хамид карзай афғанистанниң пайтәхти кабулниң ғәрбий җәнубидики ғәзнә өлкисидики бир мәктәптә нутуқ сөзләватқанда талибанлар атқан 12 пай реактип топ оқиниң һуҗумиға учриған болуп, униң тәлийигә яриша бу топ оқлири хамид карзай нутуқ сөзләватқан бинадин бир қанчә йүз метир йирақлиққа чүшкән.
Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, карзай бу һуҗумдин һодуқуп кәтмәй, һәммәйләнни тәртипни сақлашқа чақирған һәмдә өз нуқтини тохтитип қоймай ,уни ахирғичә давамлаштурған. У, бинадин чиққичә болған арилиқта тик учур айропиланлар вә униң қоғдиғучилири қоғдаш тәдбирлири қолланған.
Хәвәрләрдин қариғанда бу хамид карзайниң һаятиға қилинған үчинчи қетимлиқ қәстләш болуп һесаблинидикән. Көзәткүчиләр нөвәттә, афғанистанниң җәнубида талибан қалдуқлириниң йәнила һәрикәтлирини давамлаштуриватқанлиқи, шималий атлантик окян әһди тәшкилати қошунлири вә афғанистан һөкүмәт армийисиниң талибан қалдуқлирини давамлиқ тазилаватқанлиқини билдүрүшмәктә. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка мудапиә министири робрт гетс, хитайниң күнсири һәрбий күчини ашуршидин қайғурғанлиқини баян қилди
- Әнгилийә армийә рәһбәрлири әнглийиниң ирақтики әнгилийә һәрбий қисимлирини чикиндүрүшни тәләп қилимақчи
- Ливанда тоқунуш йүз бәрди
- Пакистандики қәбилә рәиси осма бин ладин вә молла өмәргә панаһлиқ беришкә тәйяр икәнликини билдүрди
- Афғанистанда елип берилған өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумда 12 киши өлди
- Америка- афған бирләшмә армийиси 30 дин артуқ талибан милитанлирини йоқатти
- Өзбекистан ислам һәрикити таһир йолдашниң һаят икәнликини елан қилди
- Афғанистан президенти талибанлар билән сөһбәт елип барғанлиқини етирап қилди
- Пакистан-афғанистан чегра районидики тоқунушларда онлиған чәтәллик милитант өлгән
- Талибанлар афғанистанда чәтәллик вә афғанистанлиқлардин болуп 5 кишини гөрүгә еливалған