Афғанистанда 45 пуқра һава һуҗуми түпәйлидин өлди
2007.07.01
Җүмә күни афғанистанниң җәнубидики һелмонд өлкисидә америка вә шималий атлантик окян әһди тәшкилати күчлириниң талибанларға қаратқан бир қетимлиқ кәң көләмлик һуҗумлири нәтиҗисидә көплигән талибан җәңчиси вә тинч пуқра һаятидин айрилған болуп, америка авази радиосиниң афғанистан һөкүмәт даирилириниң истатистикилиқ мәлуматлиридин нәқил кәлтүрүшичә, аз дегәндә 65 нәпәр талибан җәңчиси вә 45 нәпәр тинч пуқра бомбардиманда өлтүрүлгән.
Лекин, зади қанчилик пуқраниң өлгәнлики һәққидә ениқ йәкүн йоқ. юқирида ейтилған сан афғанистан һөкүмәт даирилириниң тәкшүрүши арқилиқ оттуриға чиқирилған болсиму, бирақ рәт қилинишқа учримақта. Талибан җәңчилири җәң давамида мәһәллиләргә йошурунувалған болуп, бу әһвал пуқраларниң биһудә өлүп кетишигә сәвәб болған.
Пәрғанә агентлиқиниң учуридин қариғанда, июнниң ахирқи күнлири афғанистан бихәтәрлик даирилири узундин буян афғанистанда паалийәт қиливатқан өзбекистан ислам һәрикити тәшкилатиниң рәһбири таһир йолдашниң йеқин қоманданлиридин қари абул қадир билән қари һекмәтуллани қолға чүшүргән.
Нөвәттә, афғанистандики талибан қалдуқлири, өзбекистан ислам һәрикитиниң әзалири вә башқа чәт мәмликәтләрдин кәлгән, өзлирини исламий гуруппилар дәп атаватқан қораллиқ қаршилиқ көрсәткүчләр нато , америка вә афғанистан һөкүмәт күчлириниң бирләшмә һуҗумлириға дуч кәлмәктә икән. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Афған президенти афғанистанда елип бериливатқан һәрбий һәрикәтләрни тәнқид қилди
- Ирақ вә афғанистанларда йүз бериватқан тоқунушлар давамлашмақта
- Афғанистанда қиз оқуғучилар һуҗумға учриди
- Хамид карзай һуҗумға учриди
- Америка мудапиә министири робрт гетс, хитайниң күнсири һәрбий күчини ашуршидин қайғурғанлиқини баян қилди
- Әнгилийә армийә рәһбәрлири әнглийиниң ирақтики әнгилийә һәрбий қисимлирини чикиндүрүшни тәләп қилимақчи
- Ливанда тоқунуш йүз бәрди
- Пакистандики қәбилә рәиси осма бин ладин вә молла өмәргә панаһлиқ беришкә тәйяр икәнликини билдүрди
- Афғанистанда елип берилған өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумда 12 киши өлди