Америка мудапиә минстирлики, афғанистанға 3200 нәпәр америка деңиз армийисиниң қуруқлуқта җәң қилғучи қисимлирини әвәтидиғанлиқини җакарлиди
2008.01.16
Сәйшәнбә күни, америка мудапиә минстирлики, афғанистанға 3200 нәпәр америка деңиз армийисиниң қуруқлуқта җәң қилғучи қисимлирини әвәтидиғанлиқини җакарлиди. Сиясий мулаһизичиләрниң билдүрүшичә, бу һәрикәт, бир тәрәптин талибанларниң афғанистандики паалийәтлирини күнсери күчәйтиватқанлиқини күрсәтсә, йәнә бир тәрәптин, америка һөкүмитиниң террорчилиққа қарши урушта диққәт мәркизини қайтидин җәнубий асия райониға қаратқанлиқиниң ипадиси икән.
Афғанистанға йәнә 3200 нәпәр америка деңиз армийисиниң қуруқлуқта җәң қилғучи қисимлириниң әвәтилиши билән, афғанистандики америка һәрбий қисимлириниң сани 30000 кишигә йитидикән. Гәрчә, афғанистандики америка һәрбий қисимлириниң сани, америкиниң ирақтки һәрбий қисимлириға селиштурғанда наһайити аз көрүнсиму, әмма афғанистанға қошумчә америка һәрбий қисимлириниң әвәтилгәнлики, афғанистанда мәвҗут америка вә шималий атлантик окян әһди тәшкилати һәрбий күчлириниң, талибан қалдуқлириниң қаршилиқ һәрикәтлирини бастуралмиғанлиқиниң бир ипадиси һесаблинидикән.
Афғанистандики талибан қалдуқлири, дәсләптә афғанистанниң җәнубий районида башлатқан қаршилиқ һәрикәтлирини нөвәттә афғанистанниң пайтәхти кабул шәһиригә кеңәйткән болуп, чаршәнбә күни йәни америка мудапиә минситирлиқи афғанистанға йәнә 3200 әскәр әвәтидиғанлиқини елан қилип бир күндин кейин, кабул шәһиридики әң чоң меһманханиларниң бири һесабланған вә асасән чәтәлликләр туридиған, сәрина меһманханисиға қарита елип берилған өзини өлтүрүвилиш характерлик һуҗумда, 8 киши өлгән.
Сиясий анализчи җесон мотлак вә җим лобниң асия вақти гезитидә елан қилған мақалисидә билдүрүшичә, америка һөкүмити, афғанистанға әвәтилидиған 3200 нәпәр қошумчә америка қисимлириниң талибанлар һәрикитиниң бастурулушида муһим рол ойнайдиғанлиқини үмид қилмақта. Шундақла шималий атлантик окян әһди тәшкилатиға әза дөләтләрдин афғанистанға техиму көп һәрбий қисим әвәтишини тәләп қилмақта.
Лекин хәвәрләргә қариғанда, афғанистандики талибанлар һәрикитигә қарши қандақ бир һәрбий истратегийә ишлитиш тоғрисида, америка билән шималий атлантик окян әһди тәшкилатидики иттипақдашлири арисида ихтилап мәвҗут болуп, бу ихтилап чаршәнбә күни америкиниң шималий атлантик әһди тәшкилатиниң бәзи қисимлирини партизанлиқ урушиға қарши турушни билмәйду дәп әйиблиши вә мәзкур тәшкилатниң америкиниң бу әйиблишини рәт қилиши билән ашкара оттуриға чиқти.
Америка мудапиә минстири, робәрт гетс америкида чиқидиған лос анҗилис вақти гезитигә бәргән баянатида, шималий атлантик окян әһди тәшкилатиниң афғанистандики һәрбий һәрикәтлирини тәнқид қилип, шималий атлантик окян әһди тәшкилатиниң бәзи қисимлири вә һәрбий мәслиһәтчилири һәрбий җәһәттин талибанларға қарши туруш қабилийәт вәиқтидариға игә болмаслиқи мумкин дәп, көрсәткән.
Шималий атлантик окян әһди тәшкилатиниң баш катиби генерал шефәр, америка мудапиә минстириниң мәзкур тәшкилатқа қаратқан тәнқидлирини рәт қилип, шималий атлантик окян һәрбий қисимлириниң вәзиписини ихласмәнлик билән ада қиливатқанлиқини тәкитлигән.
Қандақ болушидин қәтинәзәр, афғанистандики талибан қалдуқлириниң қаршилиқ һәрикәтлири 2002- йилидин бери болупму, америка афғанистандики һәрбий һәрикәтләрниң мәсуллуқини шималий атлантик окян әһди тәшкилатиға өткүзүп бәргәндин бери техиму күчәйгән.
Талибанларниң қаршилиқ һәрикәтлириниң күчийишидә, йәрлик хәлқләрниң шималий атлантик окян әһди тәшкилати қисимлириниң һәрбий һәрикәтлириға болған наразилиқи муһим рол ойниған болуп, шималий атлантик окян әһди тәшкилати һәрбий қисимлири тәрипидин афғанистанниң җәнубий районлирида елип берилған һәрикәтләр җәрянида, нурғунлиған бигунаһ пуқраларниң өлгәнлики, хәлқни ғәзәпләндүргән . Талибанлар болса, хәлқниң бу ғәзипидин наһайити яхши пайдиланған.
юқиридики улиништин, мухбиримиз өмәр қанатниң бу һәқтики мәлуматини аңлайсиз.
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка адемирали китиң америка парахотлири тәйвән боғузидин әркин өтивириду, дәп җакарлиди
- Америка вә һиндистанниң җуңго билән болған һәрбий һәмкарлиқи тоғрисида
- Америкиниң асия- тинч окян қоманданлиқ штабиниң баш қомандани хитайда зиярәттә болди
- Америка дөләт мәҗлиси әзалири хитай һәққидә бир қатар паалийәтләргә тәйярланмақта
- Америка армийиси афғанистанда 80 нәпәр талибан қораллиқ унсурини өлтүрди
- " Талибанлар хитайниң қораллирини ишлитиватиду"
- Талибанлар тәрипидин гөрөгә елинған икки герман пуқрасии өлтүрүлди