Америка һәрбий хадимлири афғанистан миллий армийиси үчүн база қуриватқанлиқини билдүрди


2004.12.22

Америка армийисиниң афғанистанда төт йеңи һәрбий база қурушқа башлиғанлиқи, америка стратегийилик әһмийәткә игә болған оттора асияда узун муддәтлик турушни пиланлаватиду, дигән хәвәрләрниң оттуриға чиқишиға сәвәп болған иди .

Америкиниң афғанстандики баш әлчиси зәлмәй хәлилзадниң сәйшәнбә күни вашингтонда өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида бәргән баянати бу һәқтики хәвәрләрни техиму көпәйткән . У баянатида, чәтәл һәрбий қисимлири яврупа вә шәрқи асияда узун муддәттин бири туриватқандәк, афғанистандиму узун муддәтлик қилиши мумкин, дигән иди.

Америка армийә баянатчиси марк маккән чаршәнбә күни вашингтонда мухбирларға бәргән баянатида, америкиниң афғанистанда төт йеңи һәрбий база қуриватқанлиқи тоғрисидики хәвәрләрниң тоғра икәнликини, лекин бу базиларниң америка армийиси үчүн әмәс, афғанистан миллий армийиси үчүн ясиливатқанлиқини тәкитлиди .

Униң ейтишичә, бу базиларниң бири иран чегрисиға йеқин йәргә җайлашқан һират шәһиридә , иккинчиси қәндәһар шәһиридә, үчинчиси афғанистанниң шәрқий җәнуби райониға җайлашқан гәрдиз шәһиридә вә төтинчиси афғанистанниң шималий райониға җайлашқан вә бу дөләтни оттора асия җумһурийәтлиригә бағлайдиған чоң йол үстидики мазар шәрип шәһиридә қурулидикән . (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.