Афғанистан билән һиндистан террорчилиққа қарши һәмкарлиқ орнатти
2005.08.28
Афғанистан президенти хәмид карзай билән һиндистан баш министири манмохан синг бирликтә, бу райондики террорчилиққа ортақ зәрбә бериш һәмкарлиқини орнатти.
Икки дөләт рәһбәрлири афғанистан пайтәхти кабулда өткүзүлгән йиғинда бу ортақлиққа кәлгән болуп, һиндистан баш министири сингниң бу зиярити, һиндистан рәһбириниң 29 йилдин буян тунҗи қетим афғанситанни зиярәт қилиши болуп һесаблиниду.
Йиғинда карзай билән синг бирликтә, һиндистан маллириниң афғанистанға киришигә имканийәт яритиш үчүн, пакистан даирилирини өз тәвәликидин өтидиған сода йоллирини ечиветишкә чақирди.
Шундақла һиндистан баш министири манмохан синг афғанистанға ярдәм қилиш үчүн йәнә 50 милйон америка доллири беридиғанлиқини вәқә қилди. 2001 - Йилидин буян һиндистан афғанистанға илгири-ахир болуп 500 милйон америка доллири ярдәм қилип болди.
Икки дөләт мунасивити 1979 - йили һиндистанниң русийә елип барған афғанистанни бесивелиш һәрикитини қоллиши билән бузулған иди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һиндистан вә пакистан кәшмирдә оқ чиқармаслиқ келишимини давамлаштурушқа келишти
- Ху җинтав, астана йиғинида хитайниң оттура асиядики тәсирини мустәһкәмләшкә тиришиду
- Ху җинтав билән путин, оттура асияда бихәтәрлик һәмкарлиқи елип баридиғанлиқини җакарлиди
- Афғанистандики тоқунушларда 64 талибан җәңчиси өлтүрүлди