Кондилиза райис хәлқара җәмийәтләрни дарфур мәсилисини һәл қилишқа чақирди
2007.02.18
Америка дөләт мудапиә министири кондилиза райис йеқинда америка дөләт мәҗлисидә, хәлқара җәмийәтниң судан һөкүмитигә бесим ишлитип, дарфур районида йүз бериватқан хәтәрни һәл қилишқа чақирди.
Америка бирләшмә агентлиқи шәнбә күни, кондилиза райисниң сөзини нәқил кәлтүрүп " : америкиниң судан мәсилиси бойичә алаһидә вәкили бейҗиңдә зиярәттә болуш җәрянида, дарфурда йүз бериватқан хәтәрләрни қандақ бир тәрәп қилиш мәсилисдә бир қәдәр тәрәққиятларға еришти " деди.
Кондилиза райис йәнә, хәлқара җәмийәтләрниң, болупму суданни қоғдашни халайдиған дөләтләрниң дарфурдики тоқунушларни һәл қилиш үчүн техиму көп ярдәмләрдә болишини тәләп қилди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң билдүришичә, райисниң тәкитләватқини хитай болуп, бир қисим америка һөкүмәт хадимлири хитайниң, суданниң нефитигә еришип туруп, дарфурда йүз бериватқан зораванлиқларға көз юмуп кәлгәнликини қаттиқ әйиплимәктә.
Хәвәрләргә қариғанда, дарфурда йүз бериватқан тоқунушларда 4 йилдин буян 200 миңдин артуқ адәм һаятидин айрилди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кондилиза райис әнгилийә рәһбәрлири билән ирақ вә оттура шәрқ мәсиллирини музакириләшти
- Кондализа райис сәуди падишаһи билән көрүшти
- Америка хитайдин судан мәсилисидә б д т билән һәмкарлишишни тәләп қилди
- Райис бейҗиңда кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойди
- Кондилиза райис бейҗиңда хитай рәһбәрлири билән шималий корийә ядро мәсилисини музакирә қилди