Америка хитайни суданға бесим ишлитишкә чақирди


2006.09.18

Америка ташқи ишлар министири кондилиза райис дүшәнбә күни хитайдин тәсир күчини ишлитип, суданниң дарфур райониға б д т қисимлирини орунлаштуруш мәсилисидә хартум һөкүмитигә бесиш ишлитишни тәләп қилған.

Райис бу сөзләрни б д т омуми йиғиниға қатнишиватқан хитай ташқи ишлар министири ли җавшиң билән учрашқанда тәкитлигән болуп, дарфур мәсилиси б д т омуми қурултийиниң бу һәптилик йиғинида музакирә қилинидиған әң муһим тема.

Америка ташқи ишлар министирлики баянатчиси сен меккормакниң әскәртишичә,"райис хитайдин барлиқ амалларни ишлитип хәлқара қисимларни орунлаштуруш мәсилисидә суданни қайил қилишқа үндигән." Ли җавшиң, бу һәптә судан президенти өмәр һасан әл - бәшир билән ню - йоркта көрүшкәндә бу мәсилини оттуриға қоймақчикән. Меккормак,"ли җавшиң суданниң б д т хәвпсизлик кеңиши қарарини иҗра қилишқа қайил қилиш үчүн һәрикәт қилидиғанлиқини билдүрди," дәйду.

Хитай суданниң әң чоң нефит херидари болупла қалмай, суданни қорал - ярақ билән тәминләйдиған муһим дөләт. У, 8- айда русийә вә қатар билән биргә хәвпсизлик кеңишиниң дарфурға хәлқара қисимларни мәҗбури орунлаштуруш қарарини рәт қилған. Дарфурдики африқа иттипақи қисимлириниң вақти 30 - сентәбирдә тошиду. Ғәрб вә бәзи африқа рәһбәрлири суданниң дарфурға б д т қисимлирини орунлаштурушқа мақул болушини тәләп қилмақта. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.