Мутәхәссисләр: чиңхәйдики қуш зукам вирусиниң әтраптики районларға тарқилиш мумкинчилики зор
2005.07.07
Мутәхәссисләр, уйғур аптоном райониға чегридаш чиңхәй көлидә байқалған қуш зукам вирусиниң әтраптики районларға шундақла пакистан, һиндистан вә явропаға қәдәр тарқилиш мумкинчилики зор, дәп агаһландурди.
Хоңкоң мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, мутәхәссисләр чиңхәйдә байқалған көчмән қушлардики зукам вирусиниң җәнубий җоңгодики өй һайванлиридин юққанлиқини байқиған. Хоңкоң тиббий иниститути билән шәнту университетидики мутәхәссисләр тәйярлиған тәтқиқат доклатида, чиңхәй көлидики явайи қушларда байқалған зукам вирусиниң типи, вейтнамлиқларда байқалған қуш зукам вирусиниң типи билән пәрқлидиғанлиқини оттуриға қойди. Әмма мәзкур вирусниң чөчәк вә санҗиларда байқалған вирус билән қандақ мунасивити барлиқи һазирчә мәлум әмәс.
Чиңхәй көли тәбиий қоғдаш районида H5N1 типлиқ зукам вируси билән юқумланған яки мәзкур зукам вирусида өлгән су қушлар көп учрайдикән. Дуня сәһийә тәшкилатиниң ашкарилишичә, бу районда һазирға қәдәр 6000 миң явайи қуш мәзкур зукам вирусида өлгән.
Мутәхәссисләр, әһвалниң алди елинмиса көчмән қушларниң қуш зукам вирусини башқа җайларға тарқитиш мүмкинчилики барлиқини тәкитлимәктә. Уларниң агаһландурушичә, зукам вируси билән юқумланған явайи қушлар башқа җайларға көчсә, шу җайлардики бақмичилиқ мәйданлирини апәткә дучар қилидикән. Хитай мутәхәссислириниң тәтқиқат доклати "тәбиәт" жорнилида елан қилинди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қуш зукиминиң тарқилишиға тақабил турудиған программа һазирланди
- Б д т хитайни қуш зукам вируси һәққидә агаһландурди
- Дуня сәһийә тәшкилати, қуш зукиминиң башқа районларға тарқилишидин әндишә қилмақта
- Б д т кишилик һоқуқ комитети рәиси хитайни зиярәт қилиду
- Б д т хитайни қуш зукам виросиға қарши дориларни өй қушлириға ишләтмәсликкә агаһландурди