Б д т : әйдиз билән юқумлиниш сүрити астилиди
2006.05.30
Б д т ниң әйдиз программиси сәйшәнбә күни доклат елан қилип, йәр шари бойичә әйдиз вируси билән юқумлиниш сүритиниң астилиғанлиқини җакарлиди. Доклатта әскәртишичә, хитайниң әйдиз кесәллирини статистика қилиш хизмитидә илгириләш болған.
Лекин вәзийәттин хәвәрдар әрбаплар, уйғур аптоном райониниң үрүмчи, ғулҗа қатарлиқ шәһәрлиридә әйдиз кесили вәзийитиниң йәнила еғир вә кишини чүчүтидиғанлиқини агаһландурмақта. Доклатта, йәр шари бойичә әйдиз кесәлләрниң сани25 йилдин бери тунҗи қетим муқимлашқанлиқини тилға алди. Доклатта әскәртилишичә, буниң сәвәби әйдиз кесилиниң алдини елиш хизмитигә селинған мәбләғниң көпәйгәнлики, әйдиз дориси билән тәминләшкә еришкән кишиләрниң көпәйгәнлики булуши мумкин. Лекин доклатта әйдиз кесили йәнила инсанийәткә еғир тәһдит елип кәлмәктә, дәп агаһландурди.
Доклат хитайниң әйдиз вәзийити һәққидә тохтулуп, җуңгода тунҗи әйдиз кесили байқалғандин тартип таки 2005 - йилниң ахирлириғичә вируси билән юқумланғанларниң сани 650 миң, дәп елан қилинди. Әйдиз кесили билән өлгәнләр 3100 гә йәтти, дәп язған. Б д т әйдиз ишлириға мәсул әмәлдари петир гесниң франсийә ахбарат агентлиқиға әскәртишичә, " җуңгониң әйдизни статистика қилиш вә анализ қилиш хизмитидә илгириләш болған. Доклатта, хитайниң әйдизгә қарши мудапиә көрүш пиланидин зәһәрлик чекимликни окул арқилиқ истимал қилидиған бәңгиләрниң 45 % и, паһишиләрниң 25 % и мәнпәәтлинишкә башлиғанлиқини билдүрди.
Лекин уйғур аптоном райониниң вәзийитидин хәвәрләр әрбаплар, вәзийәтниң үрүмчи билән ғулҗида еғир икәнликини агаһландурмақта. Хитай сәһийә даирилири бу йилниң башлири үрүмчи билән ғулҗида 6000 киши үстидин нуқтилиқ тәкшүрүш елип барған. Тәкшүрүш нәтиҗисидин мәлум болушичә, тәкшүрүш елип берилған 6000 кишиниң ичидә әйдиз вируси юқтурувалғанлар 4000 дин артуқ болуп, буниң 85 % тин көпирәкини уйғурлар тәшкил қилған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Дуня дөләтлири дуня әйдиз күнини хатирилиди
- Б д т доклатида, хитайниң әйдиз кесилиниң алдини елиш тәдбирлириниң кәмчилликини әйиблиди
- Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хитайни әйдиз паалийәтчилиригә зиян салмаслиққа чақирди
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, тунҗи қетим хитайда сөз қилиш имтиязиға еришти
- Һәр қайси дөләтләр "дуня әйдиз күни" ни хатирилиди