Адвокатлар америкиниң гүәнтанамодики бәзи мәһбусларни албанийигә әвәткәнликини тәнқид қилди
2007.06.09
Гөвәнтанамо һәрбий түрмисидә тутуп турулуватқан мәһбусларға вәкиллик қиливатқан бир гуруп адвокат, җүмә күни америка һөкүмитиниң гүәнтанамодики бәзи мәһбусларни албанийигә әвәтилгәнликини тәнқид қилди.
Америка президенти җурҗ бушниң албанийини зиярәт қилишиниң һарписида бир баянат елан қилған, америкилиқ адвукатлардин тәшкил тапқан бир тәшкилат болған "асасий қанун һоқуқлирини қоғдаш мәркизи", нөвәттә аз дегәндә 30 мәһбусниң гүәнтанамо һәрбий турмисидин қоюб беришкә болудиған мәһбуслар дәп бәлгүләнгәнликини , әмма қаттиқ зиянкәшликкә учрайдиғанлиқи үчүн, уларни өз дөләтлиригә қайтуруш мумкин әмәсликини билдүрди.
Асасий қанун һоқуқлирини қағдаш мәркизиниң баянатида, нөвәттә гүәнтанамода тутуп турулуватқан 15 уйғур мәһбусниң әһвали алаһидә тилға елинған. Баянатта, " хитайдин қечип афғанистанда панаһланған бу уйғурлар 2001- йили америкиниң афғанистанға қаратқан һәрбий һәрикитидин кейин, пакистанда қолға елинған болуп, уларниң хитайға қайтиши мумкин әмәс" дейилгән.
Албанийә һөкүмитиниң һазирғичә, пәқәт бәш уйғур, бир алгирийилик вә бир мисирлиқ мәһбусни қобул қилғанлиқи әскәртилгән баянатта, гәрчә албанийә һөкүмити уларға панаһлиқ бәргән болсиму, әмма улар һазирғичә иш тапалмиған һәмдә аилилирини елип келәлмигән дәп, көрситилгән.
" Асасий қанун һоқуқлирини қоғдаш мәркизиниң адвукатлириниң бири болған шаяна кадидал, қоюп беришкә болудиған мәһбуслар дәп бәлгиләнгән болсиму, әмма уларни қобул қилидиған бир дөләт чиқмиғанлиқи үчүн һелиму гүәнтанамода туруп турулуватқан мәһбуслар үстидә тохтулуп, америка һөкүмити уларни тутуп туруш үчүн һечқандақ сәвәб мәвҗут әмәсликини итрап қилмақта. Әмма хәлқара җамаәтниң мәсилигә сәл қариши бу мәһбусларниң чарисиз түрмидә йетишиға сәвәб боливатиду," деди. У б д т мусапирлар идарисини бу мәһбусларниң мәсилсигә дәрһал чарә тепишқа чақирди.(Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати кишилик һоқуқ мәсилисидә хитай һөкүмити билән сөһбәт өткүзди
- Хитай әң көп өлүм җазаси иҗра қилидиған дөләтләр қатарида хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати тәрипидин әйибләнди
- Америка дөләт мәҗлиси хитайдин яң җйәнлини қоюп беришни тәләп қилди
- Кишилик һоқуқ әмәлдарлири: тән җазаси қобул қилинмайдиған қилмиш
- Б д т әлчиси хитайдики қийин- қистаққа елиш әһваллирини тәкшүриду
- Америка армийиси, афғанистандики мәһбусларни қойивәтти
- Б д т хитайдики тәкшүрүшниң тосқунлуқсиз елип берилишини үмид қилди