Америка аләм бошлуқида 16 йил айланған телископни қутқазмақчи
2006.11.01
16 Йилдин буян аләм бошлуқида айлинип йүрүп, кишилик алимигә аҗайип- ғарайип көринишләрни йоллап берип турған 'хаб' телископини йеңилаш пилани 2003 - йилидики 'колумбия' бәлгилик аләм кемиси вәқәгә учриғандин кейин кечиккән иди. 'Хаб' телископиниң сәплимилирини йәңгүшләйдиған вақит чәклимисигә йәнә 3 йил қалди. Һазир у күндин -күнгә конирап кетиватиду.
Инсанийәт аләм бошлуқини чүшиниш үчүн қоллиниватқан бу өткүр қорал - хаб телископиға, америка аләм бошлуқи идариси йеңичә кәң икранлиқ син алғу орнитишни вә униң фотоға елинған маддиниң кәсмисини ениқ көрситиш иқтидарини ашурушни пиланлимақта. Бу пиланни америка 'байқаш' бәлгилик аләм кемиси билән 2008 - йили орунлимақчи. (Вәли)
©
2006 Radio Free Asia