Президент буш далай ламаға америка дөләт мәҗлиси алтун медали тарқитиш мурасимиға қатнишиду
2007.09.28
Америка дөләт хәвпсизлик комитети баянатчисиниң ашкарилишичә, президент буш келәр ай тибәт роһани даһиси далай ламаға америка дөләт мәҗлиси алтун медали тарқитиш мурасимиға қатнишишни қарар қилған.
Америка дөләт мәҗлиси өткән йили далай ламаға дөләт мәҗлиси алтун мидали тарқитиш тоғрисида қанун мақуллиған болуп, тарқитиш мурасими 10 - айниң 17 - күни дөләт мәҗлиси бинасида өткүзүлмәкчи. Дөләт мәҗлиси алтун медали америка пуқралириға берилидиған әң юқири шәрәп мукапатидур. Хәлқара тибәт һәрикити тәшкилатиниң әскәртишичә, президент буш буниңдин бурун бир қанчә қетим далай ламани ақсарайда қобул қилған болсиму, лекин буш бу қетимқи мурасимға қатнашса, бу һазирға қәдәр далай лама билән бу мурасимға қатнашқан тунҗи америка президенти болуп қалидикән.
Хитай даирилири далай ламани диний тонға оринивелип, тибәт мустәқиллиқини тәләп қилидиған "бөлгүнчилик" дәп әйиблимәктә. Лекин далай лама бейҗиң даирилириниң бу әйиблишини рәт қилип, мәқсиди тибәтниң мәдәнийәт вә диний җәһәттики алий аптономийисини тәләп қилиш икәнликини билдүрмәктә. Көзәткүчиләрниң әскәртишичә, әгәр буш мурасимға қатнашса, бу хитай даирилириниң ғәзипини қозғиши мумкин. Чүнки башқа дөләтләр хитайниң өктичилирини яки хитай қарши туридиған миллий йитәкчиләрни күтивалса, хитай һөкүмити бу дөләтләргә даим наразилиқ билдүрүп кәлди. Германийә баш министири ангела меркел өткән һәптә далай лама билән көрүшсә, хитай һөкүмити меркелни хитай - германийә мунасивитигә зиян салди , дәп әйиблигән.
Буниңдин бурун бу 6 - айда президент буш уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимни қобул қилса, хитай ташқи ишлар министирлиқи америкиниң бейҗиңдики баш әлчисини чақиртип келип, буш - рабийә қадир учришишиға чүшәнчә беришни тәләп қилған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Германийә баш министири ангела меркел тибәтләрниң роһаний даһийси далай ламани қобул қилди
- Австрийә баш министири гусенбейр далай лама билән көрүшти
- Хитай һөкүмити германийә баш министириниң далай ламани күтүвалмақчи болғанлиқиға наразилиқ билдүрди
- Америка диний әркинлик комитети хитайни әйиблиди
- явропа парламенти вәкилләр өмики тибәттә зиярәттә болмақта
- Австиралийә баш министири җон ховард бейҗиңниң наразилиқиға писәнт қилмиди
- Австралийә баш министири хитайниң наразилиқиға қаримай далай лама билән көрүш арзусини билдүрди
- Далай ламаниң белгийә зиярити оңушсизлиққа учриғанлиқи хәлқара җамаәтчиликниң диққитини қозғиди
- Кондилиза райис, бейҗиңни далай лама билән сөһбәтлишишкә чақирди